Тәйвән президенти сәй йиңвен тарихий зәпәрни хатириләш күнидә хитайни қаттиқ агаһландурған

Мухбиримиз җәвлан
2022.08.24

8-Айниң 23-күни, тәйвән президенти сәй йиңвен тәйвән қуруқлуқ армийәсиниң чоң қуруқлуқ таҗавузчилирини чекиндүргәнликиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мурасимида сөз қилип: “тәйвәнниң өзини қоғдаш ирадиси күчлүк, таҗавузчилар еғир бәдәл төләйду” дәп хитайни күчлүк агаһландурған.

Руйтрес агентлиқиниң бу хәвиригә қариғанда, америка авам палата рәиси нәнси пелоси тәйвәнни зиярәт қилип қайтқандин кейин, хитай тәйвән боғузиға йеқин җайда һәрбий манивер өткүзүп, тәйвәнгә тохтимай тәһдит селип келиватқан болуп, бу арқилиқ америкаға болған ғәзипини вә тәйвәнни ютивелиш ғәризини ашкарилиған.

Сәй йиңвен өтмүштә чоң қуруқлуқтин һуҗум қилған “қизил хитай” ни чекиндүргәнликини иптихарлиниш ичидә тилға алғандин кейин мундақ дегән: “64 йил илгирики 23-авғуст җеңидә әскәрлиримиз вә хәлқимиз бирлишип тәйвәнни қоғдиғачқа, биз бүгүнки демократик тәйвәнгә игә болған. Биз дүшмәнгә шуни билдүрүп қоймақчики, тәйвәнниң өзини қоғдаш ирадиси вә тәйярлиқи күчлүк, һәр қандақ тәһдит тәйвән хәлқиниң өз дөлитини қоғдаш ирадисини тәвритәлмәйду; тәйвәнгә һуҗум қилишқа урунғанлар еғир бәдәл төләйду”.

Хәвәрдә ейтилишичә, 1958-йил хитай азадлиқ армийәси тәйвәнгә һуҗум қилип, җинмин арили вә мазу арилини топқа тутқанда, тәйвән американиң бомба тосуш техникисиниң ярдими билән үстүнлүккә еришип, мустәқиллиқини сақлап қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.