Америка ташқий ишлар министири блинкен тәйвән мәсилисидә хитайни әйиблигән
2022.10.27
Америка ташқий ишлар министири антоний блинкен “хитай тәйвәнниң нәччә он йилдин бери давам қиливатқан һалитини бузушқа урунуватиду” дегән.
У 26-өктәбир күни америка “блумберг” гезитиниң мәхсус зияритини қобул қилғанда, “хитай тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртишкә урунуватиду, тәйвәнни қошувелишни тезләтмәкчи болуватиду” дегән.
Блинкен йәнә мундақ дегән: “мәнчә, улар буни қандақ ишқа ашуруш тоғрисидиму қарар чиқирип болди, бу тәйвәнгә техиму көп бесим ишлитиш, мәҗбурлаш, һәр хил йоллар билән уларниң турмушини қийинлаштуруш дегәнләрни өз ичигә елиши мумкин”
“блумберг” ниң ейтишичә, америка ташқий ишлар министири блинкен алдинқи һәптә қилған бир сөзидиму хитайниң тәйвәнни “пәрәз қилинғандинму тез” вақитта ишғал қилишқа урунуватқанлиқини ейтқан. Блинкенниң хитайниң тәйвәнгә таҗавуз қилиш еһтималлиқи тоғрисидики бу сөзи, хәлқарада күчлүк ғулғула қозғиған.
Блинкен “блумберг” қа қилған сөзидә йәнә мундақ дегән: “биз тоқунушни халимаймиз, соғуқ мунасивәтләр уруши қилишниму халимаймиз. Бизниң мәқситимиз хитайни қамал қилиш, чәкләшму әмәс. Бирақ шуни әскәртиш зөрүрки, бизниң өз мәнпәәтимизни вә қиммәт қарашлиримизни қоғдаш ирадимиз қәтий. Болупму тәйвән мәсилисидә биз тәйвәнниң нәччә он йил давамлашқан һалитини сақлап қелишни, бу һәқтики мәсилиләрни тинч усулда һәл қилишни тәшәббус қилимиз.”
Блинкенниң “блумберг” гезитигә қилған бу әң йеңи сөзи, хитай компартийәсиниң 20-қурултийи әмдила ахирлишип, ши җинпиң 3-қетим хитайниң әң алий рәһбиригә айланған бир мәзгилгә тоғра кәлгән.