Америка һөкүмити тәйвәнгә йәнә 180 милйон доллар қиммитидики қорал сетишни тәстиқлиған
2022.12.29
Америка һөкүмити тәйвәнгә 180 милйон доллар қиммитидики қорал сетишни тәстиқлиған. Америка ташқий ишлар министирлиқи байден һөкүмитиниң мәзкур қарарини 28-декабир күни америка дөләт мәҗлисигә йәткүзгәнликини билдүргән.
CNN Телевизийәсиниң хәвиридин қариғанда, америка бу нөвәт тәйвәнниң тәлипигә бинаән, тәйвәнгә танкиға қарши аптомобил мудапийә системиси вә шуниңға мунасивәтлик әслиһәләрни сетип беришни қарар қилған.
Байден һөкүмитидин берилгән баянатта көрситилишичә, “бу қетимлиқ қорал сетиш тәйвәнниң қорал күчини заманивийлаштуруп, мудапийә иқтидарини ашуруш арқилиқ, районниң сиясий муқимлиқи, һәрбий тәңпуңлуқи вә иқтисадий тәрәққиятиға ярдәм беришни мәқсәт қилидикән”.
Байден һөкүмити бу йил 9-айда тәйвәнгә 1 милярд 100 милйон доллар қиммитидики қорал-ярағ сетишни тәстиқлиған болуп, бу президент җов байден мәзгилидә тәйвәнгә берилгән зор бир қетимлиқ қорал сетиш болуп һесаблинидикән. Булар уруш парахотиға қарши туридиған 60 данә башқурулидиған бомба вә 100 дин артуқ һавадин қоюп берилидиған башқурулидиған бомбини өз ичигә алидикән.
CNN Телевизийәсиниң ейтишичә, бу нөвәтлик тәйвәнгә қорал сетип бериш иши, тәйвәнниң хитайниң таҗавузчилиқиға қарши мудапийә иқтидарини ашуруш программисиниң бир қисми болуп, униң хитайни қаттиқ биарам қилиши муқәррәркән.