Тәйвән һөкүмити пуқралирини хитайниң “шинҗаңдики һәрикәтлири” гә қатнашмаслиқ һәққидә агаһландурған
2024.09.06
Тәйвән мәмури мәһкимиси 5-сентәбир хитайда зиярәт яки тиҗарәттә болуватқан тәйвән пуқралирини хитай компартийәсиниң “шинҗаңда орунлаштурған” паалийәтлиригә қатнашмаслиқни агаһландурған.
Тәйвән мәмури мәһкимисиниң мувәққәт аял баянатчиси җулия шйе 5-сентәбир пәйшәнбә күни чақирған ахбарат йиғинида, тәйвәнликләрниң хитайда саяһәт вә тиҗарәт қилишиға қарши икәнлики, бейҗиңниң уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишлитиватқанлиқини йошурушта тәйвәнликләрдин пайдиланмақчи болуватқанлиқини ейтқан.
“тәйбей вақти” гезитиниң билдүрүшичә, җулия шйе тәйвән һөкүмитиниң бейҗиңниң тәйвәнлик тор актиплири вә тиҗарәтчилирини уйғур елиға аит бейҗиңға пайдилиқ мәзмунларни тарқитиш вә районға мәбләғ селишқа риғбәтләндүрүватқанлиқидин хәвәрдар икәнликини билдүргән. Җулия шйениң тәйвәнликләрни хитайда саяһәттә болуш вә тиҗарәт қилишниң “йошурун шәхсий хәвпи вә образиға йәткүзидиған зийини” һәққидә агаһландурғанлиқи қәйт қилинмақта.
Җулия шйениң билдүрүшичә, нөвәттә тәйвән һөкүмәт органлири буниңға мунасивәтлик вәзийәтни әтраплиқ баһалимақта икән. Тәйвән мәмурий мәһкимисиниң бу агаһландуруши, бир тәйвән тиҗарәтчиләр өмикиниң 19-сентәбир уйғур елида зиярәттә болмақчи болуватқан бир пәйттә елан қилинған.
“тәйбей вақти” гезитиниң қәйт қилишичә, бир нәпәр тәйвән дөләт хәвпсизлик әмәлдари сабиқ тәйвән пирезиденти ма йоңҗю дәвридә “тәйвән чоң қуруқлуқ комитети” ниң әзаси болған бир сабиқ һөкүмәт әмәлдариниң тәйвән мәбләғ салғучилирини башлап 19-сентәбир уйғур елидә зиярәттә болидиғанлиқини ейтқан. Хәвәрдә, бу әмәлдарниң хитай хәлқарадики уйғур мәҗбурий әмгики вә униң русийәгә ярдәм беришигә қарши садалардин қечиш үчүн, өткән айдин башлап тәйвән сода өмәклирини уйғур елидә зиярәттә болушқа тәшкилләватқанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинмақта. Бу әмәлдарниң билдүрүшичә, хитайниң мәқсити тәйвән карханичилири арқилиқ “шинҗаң мәһсулатлири” ниң келиш мәнбәсини йошуруш вә районниң пахта ишләпчиқиришиға мәбләғ җәлп қилиш икән.