Майк галигер: “ши җинпиң һәқиқәтән тәйвәнгә һуҗум қилишниң тәйярлиқида”
2023.03.08
Америка авам палатаси хитай ишлири алаһидә комитетиниң башлиқи майк галигер (Mike Gallagher) 3-айниң 7-күни америка “фокс теливизийәси” ниң зияритини қобул қилғанда ейтқан сөзидә, хитай рәиси ши җинпиңниң һәқиқәтән тәйвәнгә һуҗум қилиш нийитиниң барлиқини, чүнки униң йеқинда “хитай хәлқ азадлиқ армийәси” ниң йиллиқ хамчотини бирақла ашурғанлиқини билдүргән.
Майк галигер мундақ дегән: “ши җинпиң тәйвәнгә һуҗум қилиш пиланини түзүп болғанлиқини, пәйти кәлгәндә қораллиқ һәрикәт қилидиғанлиқини ениқ билдүрүп болди. У‚хитай азадлиқ армийәси‛ниң хамчотини йәнә өстүрди. Демәк, украина урушидин кейинла униң тәйвәнгә һуҗум қилишқа алдираватқанлиқи ениқ”.
“фокс хәвәрлири” торида берилгән мәлуматқа қариғанда, русийәниң украинаға һуҗум қилиши хитайға мәдәт болған. Хитай һөкүмити 3-айниң 5-күни “хитай хәлқ азадлиқ армийәси” ниң йиллиқ хамчотини 7.2 Пирсәнткә чиқарған болуп, 2022-йилдикидин 16 милярд доллар ашурған. Хитайниң нөвәттики һәрбий хамчоти 230 милярд доллар болуп, 2022-йилдикидин 16 милярд доллар көпәйткән вә 2013-йилға селиштурғанда бир һәссә қатлиған. Буниңға көрә, америка хитайниң йеқин кәлгүсидә тәйвәнгә һуҗум қилиши мумкинлики һәққидә сигнал бәргән һәмдә хитайни украинаға һуҗум қилған русийәгә ярдәм бәрмәслик һәққидә агаһландурған.
Майк галигер бу һәқтә ениқ тохтилип: “хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишиниң алдини елишта кечикип қалмаслиқ үчүн, америка вә униң иттипақдашлириниң у йәргә қошун турғузуши, һинди-тинч окян баш шитабиниң уларға һәрбий лазимәтликләрни тәминлиши шәрт. Биз тез һәрикәт қилип, тәйвәнгә зомигәрлик қиливатқан күчләрни тазилишимиз, хитайниң иқтисадий тактика арқилиқ американиң дөләт ичи вә чәт әлдики мәнпәәтини зиянға учритишиниң алдини елишимиз керәк” дегән.