Хитай тәйвәнгә тәһдит салған, тәйвәнму бош кәлмигән
2022.08.08
Хитай армийәси тәйвән әтрапидики һәрбий маневирини давамлаштуруватқан бу күнләрдә тәйвәнму хитайниң тәһдит вә бесимлириға һәргиз баш әгмәйдиғанлиқини билдүргән.
Боломберг ториниң хәвәр қилишичә, хитай армийәси хитай билән корейә йерим арилини айрип туридиған сериқ деңизниң җәнубида бомба етиш маневири елип баридикән вә буни 8-айниң 15-күнигичә давамлаштуридикән. Хитай дөләт мудапиәси министирлики йәнә тәйвәнниң әтрапни разведка қилиш үчүн тәйвән арилиға йеқин җайға учқучисиз айрупилан (дрон) орунлаштурғанлиқини билдүргән.
Тәйвән тәрәпниң билдүрүшичә, 7-авғуст күни хитайниң һәрбий айропиланлири 66 қетим тәйвән һава бошлуқи әтрапида пәйда болған, 22 қетим ғәрбий җәнуб һава мудапиәси пасилидин өткән. Тәйвән боғузи йеқинлирида хитайниң 14 һәрбий парахоти байқалған. Хитайниң бу маневирлири тәйвән арили вә кемилиригә тәқлидий һуҗум қилиш характерини алған.
Тәйвән баш министири су зеңчаң мундақ дегән: “хитай һөкүмити зораванлиқ билән һәрбий һәрикәт қоллинип, бу районниң тинчлиқи вә муқимлиқини бузмақчи. Биз уларниң бесимиға һәргиз баш әгмәймиз. Биз әркинлик вә демократийәни улуғлаймиз. Шуниңға ишинимизки, тәйвән хәлқи хитайниң ишикимизниң алдиға келип иғвагәрчилик қилишини қәтий қобул қилмайду”.
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен хитай ташқи ишлар министири ваң йиға хитайниң район тинчлиқини бузидиған һәрбий һәрикәтләрдә болуватқанлиқи билдүргән һәмдә “тәйвән билән чоң қуруқлуқ оттурисидики зиддийәтни тинч усулда һәл қилиш керәк, пүтүн дуня һазир бу нуқтиға көңүл бөлүватиду” дегән.
CNN Ториниң хәвиригә қариғанда, антони билинкен 6-авғуст күни филиппинниң йеңи президенти фердинанд маркоз (Ferdinand Marcos) билән көрүшкәндә, филиппин әгәр җәнубий деңизда хитайниң һуҗумиға учрап қалса америка армийәсиниң филиппинни қоғдайдиғанлиқини билдүргән вә тәйвәнгә тәһдит селиватқан хитайға бу сөз арқилиқ агаһландуруш бәргән.