Тәйвән пирезиденти ләй чиңде: “хитай хәлқ җумһурийитиниң бизниң вәтинимиз болуши мумкин әмәс”
2024.10.07
Тәйвән пирезиденти ләй чиңде өткән һәптиниң ахири, “җуңхуа минго” қурулғанлиқиниң 113 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән өткүзүлгән йиғилишта сөз қилип, хитай хәлқ җумһурийитиниң тәйвәнликләрниң ана вәтини болуши “мумкин әмәслики” ни, чүнки тәйвәнниң сиясий йилтизиниң униңдин узун икәнликини ейтқан.
Бу йил 5-айда тәйвәнниң пирезидентлиқ вәзиписини тапшурувалған ләй чиңде хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” билән әйиблинип кәлмәктә иди. “ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, пирезидент ләй чиңде 4-өктәбир тәйбей шәһиридә өткүзүлгән йиғилишта, бейҗиңниң игилик һоқуқ тәлипини рәт қилип, тәйвәнниң “җуңхуа минго” дегән намдики бир дөләт икәнликини, униң йилтизиниң манҗу ханиданлиқи ағдурулуп ташланған 1911-йилидики “шинхәй инқилаби” ға берип тақишидиғанлиқини билдүргән.
Хитай хәлқ җумһурийити 1949-йили қурулған болсиму, униңдин бурун қурулған дөләт вә ханлиқларни, җүмлидин уйғурларниң орхун империйәси, идиқут уйғур ханлиқи, қараханийлар дөлити, тибәт ханлиқи, моңғул империйәси қатарлиқларни “әзәлдин хитайниң парчиси” дәп көрситиватқан, бүгүнки күндә болса тәйвәнни “хитайниң айрилмас қисми” дәп тәкитләватқан вақитта ейтиши, бейҗиң һөкүмитини “қаттиқ биарам қилиши” мумкин, дәп қаралмақта.
“ройтерс агентлиқи” ниң қәйт қилишичә, ләй чиңде тәйвәнниң 10-өктәбир дөләт байрими һарписида өткүзүлгән йиғилишта қилған сөзидә, хитай хәлқ җумһурийити 1-өктәбир күни дөләт қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини тәбриклигәнликини, тәйвәнниң болса йәнә бир қанчә күндин кейин җуңхуа мингониң 113 йиллиқини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрүп, “шуңлашқа, яш җәһәттин хитай хәлқ җумһурийитиниң җуңхуа минго (тәйвән) хәлқи үчүн ‛ана вәтән‚ болуши мумкин әмәс. Буниң әксичә, җуңхуа минго (тәйвән) хитай хәлқ җумһурийитидики 75 яштин ашқан кишиләрниң ана вәтини болуши мумкин” дегән. Униң көрситишичә, “бу тәбрикләш паалийәтлириниң әң муһим әһмийити, тәйвәнниң игилик һоқуқлуқ, мустәқил дөләт икәнликини әстә чиң тутуш” икән.
1911-Йили манҗу империйәси ағдурулғандин кейин қурулған “җуңхуа минго” намидики “хитай җумһурийити”, 1949-йили мав зедуң башчилиқидики хитай коммунистлири билән болған урушта мәғлуп болуп тәйвәнгә чекингән. Лекин 1949-йили хитай коммунистлири қурған “хитай хәлқ җумһурийити” тәйвәнни изчил өзиниң парчиси, дәп қарап кәлмәктә.