Җәнет йеллен американиң хитай маллириға қойған таможна беҗиниң “интайин истратегийәлик” икәнликини билдүрди
2024.06.21
Америка малийә министири җәнет йеллен 20-июн күни атланта шәһиридә пирезидент байденниң йеқинда елан қилған хитай маллириға таможна беҗини өстүрүш қарарини қоллап, бу қарарниң “интайин истратегийәлик” қарар икәнликини ейтқан. Җәнет йелленниң тәкитлишичә, йеңи таможна беҗи “нөвәттә хитай кәң көләмлик мәбләғ селиватқан саһәләргә қаритилмақта” икән. Пирезидент байден бу йил 14-май күни хитайниң токлуқ аптомобил, күнтахта, полат-төмүр, алюмин қатарлиқларни өз ичигә алған истратегийәлик мәһсулатлириға қарита таможна беҗини өстүргән. Байден баҗниң өстүрүлүшиниң хитай ширкәтлириниң қошумчә ярдәмгә вә содида адаләтсизлик билән риқабәт қилиш әвзәлликигә еришмәсликигә капаләтлик қилишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргәниди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җәнет йеллен ахбарат йиғинида, пирезидент байденниң йеңи таможна беҗи “токлуқ аптомобил, күнтахта мәһсулатлири вә йерим өткүзгүч ишләпчиқиришини бейҗиңниң һәддидин артуқ мәбләғ селиши кәлтүрүп чиқарған ешинча мәһсулатлардин қоғдашни мәқсәт қилидиғанлиқи” ни билдүргән. Униң ейтишичә, байден һөкүмити хитайниң експорт маллирини мас қәдәмлик төкмә қилиш арқилиқ америка ширкәтлирини “содидин сиқип чиқириши” ни рәт қилидикән. Җенет йеллен, нөвәттә башқа дөләтләрниңму буниңға охшаш тәдбирләрни еливатқанлиқи, G7, йәни санаәтләшкән йәттә дөләтниң йеқинда хитайниң санаәт вә сода сияситигә қарши ортақ хитабнамә елан қилғанлиқини билдүргән.
Униң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити бу мәсилини һәл қилиш үчүн һечқандақ тәдбир қолланмиған, шуңа байден һөкүмити сабиқ пирезидент трампниң хитай маллириға қойған таможна беҗини бикар қилишни “мувапиқ әмәс” дәп қаримақта икән. Лекин охшаш бир вақитта җәнет йеллен сабиқ пирезидент трампниң импорт мәһсулатлириға омуми йүзлүк 10 пирсәнт, хитай маллириға 60 яки униңдиму көп баҗ қоюш пикрини америка истемалчилириға вә ширкәтлиригә зиянлиқ, дәп көрсәткән.