Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: “таможна учурлириниң очуқ-ашкара болуши уйғур мәҗбурий әмгикини һәл қилишта муһим рол ойнайду”
2022.11.22
Дунядики 50 нәччә тәшкилат явропа иттипақиниң сода-иқтисад вә таможна даирилиригә очуқ хәт елан қилип, явропа иттипақи таможна учурлириниң аммиви тәшкилатларға очуқ-ашкара болуши, бу арқилиқ хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини експорт қилишидин техиму үнүмлүк рәвиштә сақлинишни тәләп қилған.
Явропа комиссийәсиниң иқтисадий ишлар комиссари паоло гентилониға вә явропа комиссийәсиниң базар, сода, муһит-деңизчилиқ һәм таможна комиссарлириға, шундақла явропа парламентиниң алақидар комитетлириниң мәсуллириға йезилған мәзкур очуқ хәттә, явропа иттипақиниң таможна қануни ислаһат пиланиниң қарши елинидиғанлиқи, бирақ бу пиланниң үнүмлүк иҗра қилиниши үчүн әза дөләтләрниң тәминләш зәнҗири һәм сода учурлириниң тәпсилатлирида очуқ-ашкара болуши керәклики тәкитләнгән.
Очуқ хәттә көрситилишичә, сода, таможна учурлириниң аммиға очуқ-ашкара болуши “әза дөләтләрниң ширкәт вә даириләр билән һәмкарлишип, ширкәтләрниң тәминләш зәнҗиридики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилилиригә даир хәвпләрни бир тәрәп қилишиға түрткә болидикән”.
Очуқ хәттә мундақ дейилгән: “таможна учурлириға асан еришиш хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур мәҗбурий әмгикиниң трагедийәлик вәзийитини һәл қилишта ойнайдиған роли вә таможна учурлириниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини һәл қилишқа қандақ түрткә болидиғанлиқини көрситип бәрмәктә”.
Очуқ хәттә көрситилишичә, тәтқиқатчилар вә аммиви тәшкилатлар бу санлиқ мәлуматларға қисмән еришиш арқилиқ, уйғур районидин кәлгән сода еқимиға аит муһим дәлилләрни тәминләп, кийим-кечәк, енергийә вә йемәк-ичмәк саһәсидә актип болған ширкәтләрни мәҗбурий әмгәккә шерик болуш йошурун хәвпи тоғрисида учурландуридикән. Бу очуқ хәткә “хәлқара қуллуққа қарши туруш тәшкилати”, “австралийә тәңритағ аяллар җәмийити”, “германийә әхлақий шерикчилик җәмийити”, “пакиз кийим-кечәк һәрикити”, “явропа сода уюшмиси иттипақи” қатарлиқ 56 тәшкилат имза қойған.