Тарим дәрясиниң қуруп кетишкә йүзлиниватқанлиқи мәлум болмақта
2020.09.07
Уйғур дияридики әң чоң дәря болған тарим дәрясиниң йеқинқи мәзгилләрдә қуруп кетишкә йүзлиниватқанлиқи хитай һөкүмитиниң хәвәрлиридин көпләп мәлум болмақта.
Хитай даирилириниң йеқинда “тарим дәрясиниң төвән еқим районидики екологийәлик муһитни яхшилаш үчүн бу районға су қоюп бериш” һәққидики хәвири буни йәнә бир қетим дәлиллиди.
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 5-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, йәрлик даириләр шу күндин башлап тарим дәрясиниң төвән еқини районидики йеза игилик суғириш еһтияҗи үчүн бир қетимлиқ екелогийәлик су қоюп бериш хизмитини башлиған. Хәвәрдә буниң 2000-йилидин буянқи 21-қетимлиқ су қоюп бериш икәнлики ейтилған.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити тарим дәрясиниң оттура вә төвән еқин райониға көпләп су амбарлири ясаш арқилиқ тарим дәрясиниң еқин миқдарини контрол қилип кәлмәктә икән. Буниң билән тарим дәрясиниң төвәм еқин районидики суғириш ишлири һәрқачан мушу су амбарлириниң “илтипати” ға қарашлиқ болуштәк вәзийәт шәкиллинип қалған. Техиму еғири бу сәвәбтин көплигән қәдимий тоғрақлиқ райони қуруп кетиштәк паҗиәләр көрүлүшкә башлиған. Нөвәттә болса бу һал тарим дәрясиниң төвән еқини райониға су бармаслиқтәк әһвални кәлтүрүп чиқарған.
Америкадики уйғур зиялийси доктор қаһар барат бу һәқтә сөз қилип: “тарим дәряси уйғурлар үчүн ана дәрядур. Ана дәряниң сүйини су амбири қуруш намида боғувелиш әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни кекирдәктин боғқанлиқиға баравәр,” деди.