Хитай һөкүмити тарим дәрясиға йәнә су қоюп беришкә мәҗбур болған
2024.08.13
Хитай даирилири тармақ еқимлири “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң су амбарлири арқилиқ контрол қилинип, дәря һавзисидики дәрәх вә йепинча өсүмлүклири қуруп кетиш хәвпидә қалған тарим дәрясиға 11-авғуст күни лопнур наһийәси тәвәсидики дашихәйзи су амбиридин су қоюп беришкә мәҗбур болған.
Хитай таратқулириниң илгири сүрүшичә, дашихәйзи су амбиридин тарим дәрясиға су қоюп бериш районниң һазир давамлишиватқан екологийәлик қоғдаш түриниң бир парчиси икән. “шинхуа агентлиқи” бәргән бу һәқтики мәхсус хәвәрдә, 12-авғусттики су қоюп беришниң тарим дәрясини екологийәлик қоғдаш түри бойичә 2000-йилдин бери йолға қоюлған 25 қетимлиқ су қоюп беришниң иккинчи басқучлуқ туғанни ечиветиши икән.
Мәлум болушичә, тарим дәрясини башқуруш идариси тарим дәряси һавзисидики тоғрақлиқларни қоғдап қелиш үчүн, бу йил 510 милйон куб метир су қоюп беришни пиланлиған. Хәвәрләрдә 8-авғуст күнигичә 346 милйон куб метир су қоюп берилип болғанлиқи қәйт қилинмақта. Лекин хитайниң 2017-йилидин башлап уйғур мәҗбурий әмгәк күчлири көҗүмләшкән тоқумичилиқ карханилирини районға техиму көп мәркәзләштүрүши, суға болған еһтияҗни, шундақла муһитқа болған бесимни техиму еғирлаштурувәткән.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, 2000-йилдин 2023-йилғичә тарим дәрясиниң төвән еқимиға тоққуз милярд 830 милйон куб метир су қоюп берилгәнлики қәйт қилинмақта. Бу қетим су қоюп берилгән дашихәйзи су амбири биңтүән 2-дивизийәси тәрипидин қурулған болуп, бу су амбири 1972-йили пүтүп узун өтмәй тарим дәрясиниң төвән еқиминиң 320 километирлиқ қисми пүтүнләй қуруп кәткән. Арқидин 1974-йили тетима көлиму қуруп кәткән иди. 1993-Йили дашихәйзи су амбириниң өзиму қуруп кәткәндин кейин, 2014-йили бу су амбири биңтүәндин тарим дәрясини башқуруш идарисигә өткүзүп берилгән иди.