Хитай “шинҗаң тарихи” ни қайта шәрһләшни хәлқаралаштурушқа киришмәктә
2024.05.24
Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда уйғур мәдәнийәт-сәнәт тәтқиқатчилири, тарихшунаслири вә археологлириниң “икки йүзлимичилик”, “бөлгүнчилик” билән әйибләп түрмә-лагерларға қамаш билән бир вақитта, уйғур мәдәнийити вә уйғур дияриниң тарихини қайта шәрһләшкә киришкәниди. Нөвәттә, хитай даирилириниң “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисими” дегән сиясий нуқтини чиқиш қилған уйғур дияри тарихини қайта шәрһләшни хәлқаралаштурушқа киришкәнлики мәлум болмақта.
Хитайниң дөләтлик милләтләр комитетини ториниң хәвиридин мәлум болушичә, 6-айниң 12-күни хитайниң ичкири өлкилири вә уйғур дияридики бир қанчә алий мәктәп бирлишип қәшқәр шәһиридә “шинҗаңниң тарихий вә кәлгүси” намлиқ бир хәлқаралиқ муһакимә йиғини чақирмақчи икән.
Бу хитай компартийәси даирилириниң уйғур диярини ишғал қилған 1949-йилдин бери, тунҗи қетим қәшқәр шәһиридә аталмиш “шинҗаңниң тарихий вә кәлгүси” һәққидә хәлқаралиқ муһакимә йиғини чақириши һесаблиниду.
Бу йиғинниң хитай һөкүмити уйғур мәдәнийәт-сәнәт тәтқиқатчилири, тарихшунаслири, археологлири, тил вә фолклоршунаслирини түрмә лагерларға қамап, “уйғур” намини өчүрүп ташлаш, уйғурларниң тарихий мираслириға бузғунчилиқ қилиш, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш, “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида юрт-маканлиридин қоғлап чиқириш билән әйиблинип, хитайни җавабкарлиққа тартиш чуқанлири давамлишиватқан бир вақитта чақирилиши диққәт қозғимақта.
Хитай дөләтлик милләтләр комитети ториниң хәвиридә ейтилишичә, хитайниң мәркизи милләтләр университети, бейҗиң университети, қәшқәр университети, шинҗаң университети вә шинҗаң педагогика университети бирлишип өткүзидиған бу йиғинға хитай, америка, австралийә, германийә, италийә, австрийә, мисир, русийә, қазақистан, өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдин 100 дәк тәтқиқатчи тәклип қилинған икән. Әмма қайси тәтқиқатчиларниң тәклип қилинғанлиқи тилға елинмиған.
Хәвәрдә, бу йиғинниң “хәлқара илмий алмаштурушни күчәйтиш, шинҗаңниң археологийә вә тарих саһәлиридики тәтқиқат нәтиҗилирини ортақлишиш, шинҗаңниң тарихи, мәдәнийити вә иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққияти тәтқиқатини илгири сүрүш, өз ара мәдәнийәт алмаштуруш вә өгинишни чоңқурлаштуруш” ни мәқсәт қилғанлиқи қәйт қилинмақта.