Хитай “үч падишаһлиқ тәзкириси” намлиқ китабиниң әң қәдимки қол язма парчилириниң турпандин тепилғанлиқини илгири сүрди
2022.12.19
Хитай һөкүмити уйғур елини хитайлаштуруп, уйғурларда “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни шәкилләндүрүшкә урунуватқан бир вақитта, хитайниң қәдимий тарихнамилиридин бири болған “үч падишаһлиқ тәзкириси” ниң әң қәдимки қол язма парчилириниң турпандики идиқут харабилиқидин тепилғанлиқини елан қилған. “тәңритағ” ториниң йеқинда елан қилған хәвиридә ейтилишичә, хитай мутәхәссислири идиқуттин тепилған бу қол язма парчилириниң хитайниң ғәрбий җин дәвридә көчүрүлүп, уйғур елиға киргәнлики вә бу қолязма парчилири “үч падишаһлиқ тәзкириси” ниң һазирға қәдәр тепилған әң кона қол язмиси икәнликини илгири сүргән.
Мәлум болушичә, “үч падишаһлиқ тәзкириси” хитай ғәрбий җин дәвридә яшиған чен шов тәрипидин милади 280-290-йиллири арисида йезилған шәрқий хән вә 3 падишаһлиқ тарихиға аит әсәр болуп, бу китаб хитайлар тәрипидин юқири баһаға еришкән 24 тарихниң алдинқи 4 китабиниң биридур. Лекин хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, бу қолязма парчилириниң 1965-йили идиқут харабилиқиға қарита елип берилған археологийәлик қезишта бир сапал комзәкниң ичидин чиққанлиқини қәйт қилған болсиму, бирақ бу қол язминиң немә үчүн аридин 57 йил өткәндин кейин әмди елан қилинғанлиқи, қолязма йезилған қәғәз вә йезиқта ишләткән сияһниң йил дәвригә қарита карбон-14 тәкшүрүши елип берилған-берилмиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң атақлиқ археологи го мору 1972-йили қолязма парчилирини ғәрбий җин дәвридә уйғур елиға киргән, дәп бекиткән болуп, бу әсәрниң йезилип 20 йил ичидә ғәрбий районға тарқилиши, “әйни вақитта оттура түзләң мәдәнийитиниң шинҗаңға тарқилишиниң қанчилик тез, тәсири чоңқур болғанлиқиниң дәлили” икән. Һалбуки, го мору әйни вақитта кәкмәнир исимлик сахта бир уйғур шаирни ойдуруп чиқирип, 7-әсирләрдә яшиған бу шаирниң хитайни махтап шеир язғанлиқиниму илгири сүргән. Лекин кәкмәнирниң сахта икәнликини хитай тарихчилириниң өзи паш қилғаниди.