Әнгилийә вә японийә хитай тәһдитигә тақабил туруш үчүн тарихий келишим имзалиған
2023.01.12
11-январ күни әнгилийә баш вәзири риши сунак (Rishi Sunak) билән японийә баш вәзири фумио кишида (Fumio Kishida) бирликтә һинди-тенч окянниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилип, хитай тәһдитигә ортақ қарши турушни мәқсәт қилған бир һәрбий келишимгә қол қойған.
“мудапийә хәвәрлири” (Breaking Defense) ториниң хәвәр қилишичә, мәзкур тарихий келишим японийә баш вәзири фомио кишданиң әнгилийәгә қаратқан рәсмий зиярити җәрянида имзаланған.
Әнгилийә һөкүмитиниң бу һәқтики ениқлимисидин қариғанда, икки дөләт имзалиған бу һәрбий келишим (RAA) лондон билән токйониң һинди-тенч окянни мәркәз қилған һалда “техиму кәң көләмлик, техиму мурәккәп һәрбий маневир вә орунлаштурушни пиланлаш вә йәткүзүшини күчәйтидиғанлиқи” дин дерәк беридикән. Бу келишимгә асасән, әнгилийә қораллиқ қисимлири японийигә орунлашса болидикән.
Әнгилийә баш вәзири риши сунак шу күнидики сөзидә “икки дөләтниң мунасивити сода вә бихәтәрликла әмәс, бәлки бизниң ортақ қиммәт қаришимизму илгирики һәр қандақ вақиттикидин күчлүк” дегән.
У йәнә мундақ дегән: “күнсери кәскинлишиватқан бу дуняда вә илгири көрүлүп бақмиған дуняви хирисларға тақабил туруш үчүн, демократик җәмийәтләрниң мүрини-мүригә тирәп меңиши, илгирики һәр қандақ вақиттикидинму бәк муһим”.
Бирләшмә агентлиқиниң ейтишичә, йеқинқи йиллардин буян хитайниң һинди-тенч окяндики һәрбий мәвҗутлуқини күчәйтиши вә һәмдә тохтимай тәйвәнни ишғал қилиш һәққидә паракәндичилик селиши, райондики җиддийликни күчәйткән. Нәтиҗидә японийә вә әнгилийә һәр икки дөләт һәрбий һазирлиқлирини күчәйтипла қалмай, өз-ара мудапийә вә бихәтәрлик һәмкарлиқиниму күчәйтишкә бәл бағлиған.