Хитай даирилири уйғур тарихий мираслириниң орниға “қизил вәтәнпәрвәрлик тәрбийә базилири” ни дәссәтмәктә

Мухбиримиз әркин
2021.09.08

Хитай даирилири уйғур елида уйғурларниң тарихий мәдәнийәт мираслирини йоқитиш билән бир вақитта, ‍өзиниң “қизил вәтәнвәрлик тәрбийә базилири” ни бәрпа қилишни кеңәйтмәктә. Мәлум болушичә, хитай даирилири йеқинда уйғур елидики йәнә 15 орунни аптоном район дәриҗилик хитай “вәтәнпәрвәрлик тәрбийә базиси” қилип бекиткән. Бу 15 орун хитай даирилириниң уйғур районида “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси базиси” қилип бекиткән 4-түркүмдики “қизил тарихй мираслири” болуп һесаблинидикән.

Хитай даирилири 2017-йили башланған чоң тутқунда аз дигәндә бир милйон 800 миң уйғурни лагер, түрмиләргә қамаш, уйғурларниң нупусни чәкләш, уйғур мәдәнийитини вәйран қилиш, аилилирини парчилаш билән бир вақитта, хитайниң “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси базилири” ни кәң көләмдә қурушқа башлап, уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини инкар қилишқа киришкән. Бу җәрянда уйғурларниң нурғун тарихий мираслири, мәсчит вә узақ тарихқа игә әнәнивий қурулушлири чеқип ташланған иди.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитайниң 4-түркүмдики “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси базиси” қилип бекитилгән бу орунлар қәшқәр университетиниң “идийәви сияси тәрбийәләш мәркизи”, “күрә инқилаби қурбанлар қәбристанлиқи”, қәшқәр музийи, учтурпан қоңғурақ равиқи, малән һәрбий көргәзмиси, хитай армийәсиниң гума наһийәсидики һәрбий қәбристанлиқи шундақла өткән йили тумшуқ шәһригә қурулған “таң ханданлиқиниң боз йәр ечиш мәдәнийити тәҗрибә мәркизи” қатарлиқ орунларни өз ичигә алған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.