Татаристан президенти: русийә билән түркийә арисидики вәзийәт татаристан үчүн “наһайити назук”тур
2015.12.27
Түркийә һава армийәсиниң русийә айропиланини етип чүшүрүш вәқәсидин кейин шәкилләнгән вә давамлиқ соғуқ һаләттә давамлшиватқан түркийә - русийә мунасивәтлириниң русийә федератсийәси тәркибидики түркий җумһурийәтлиригиму тәсир көрситиватқанлиқи оттуриға чиқмақта.
“һазирқи вақит телевизийә” ториниң хәвиригә қариғанда, йеқинда русийә федератсийәси тәркибидики татаристан җумһурийити президенти рустәм минниханов татаристан - түркийә мунасивәтлири һәққидә тохталғанда наһайити еһтиятчанлиқ билән пикир баян қилип, русийә билән түркийә арисидики“соғуқ мунасивәтләр уруши””ниң татаристан үчүн “қийин вә азаплинарлиқ” һәм “наһайити назук” икәнликини билдүргән.
Татаристан президенти түркийә вә татаристан арисида қоюқ мәбләғ мунасивити барлиқи, йәни“татаристанға селиниватқан мәбләғләрниң чарәк қисминиң түркийәдин келиватқанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, түркийә ттаристан иқтисади үчүн 1.5 Милярд долар мәбләғ саған болуп, татаристан президенти сөзидә йәнә татаристаниң техиму көп түркийә мәблиғини күтүватқанлиқини билдүргәбн.
Хәвәрдә ейтилишичә, һазир татаристанда 280 түрк ширкити иш елип бармақта икән.
Русийә һөкүмитиниң түркийәгә қарита елан қилған бир йүрүш имбаргоси, җүмлидин сода - иқтисади имбаргосиниң түркийә билән зич сода - иқтисадий вә мәдәнийәт алақиси қиливатқан татаристан җумһурийитидә әндишә пәйда қиливатқанлиқи мәлум болмақта иди.
Русийәниң “бизнес” ториниң хәвиридә йезилишичә, татар президенти мухбирларға түркийәни русийә үчүн дост хәлқ, татарлар үчүн тили бир гуруппиға тәвә, дини бир қериндаш хәлқ дәп атиған. Униң сөзлиридин татаристанниң түркийә билән болған мунасивитини бузушни халимайдиғанлиқ ипадиси көрситилгән.