Сүний усулда уруқландурулған 28 туяқ ява тайчақ җуңғарийәдики әсли вәтинидә туғулған вә әй қилинған
2016.08.09
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, алтайдики қарамери тәбиий қоғдаш районида бу йил әтияз билән яз арилиқида 28 туяқ ява тайчақ аман - есән туғдурулған болуп, улар өз әҗдатлири яшиған ана вәтини - җуңғар ойманлиқиға қоюп берилидикән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу йил аман - есән туғулуп әй қилинған 28 туяқ ява тайчақни қошуп һесаблиғанда, уйғур елидики ява атларниң сани 164 туяққа йетидикән. Униң ичидики 93 туяқ ява ат пирживалиский намидики ява ат нәслидин икән.
Мәлум болушичә, уйғур елиниң шималидики җуңғарийә ойманлиқи билән моңғул егизликиниң ғәрбий җәнубидики чәксиз баяванлиқ дунядики ява атларниң әсли вәтини икән. 19 - Әсирдә җуңғар ойманлиқидики ява атлар рус ескиспедитсийәчиси пирживалиский тәрипидин байқилип явропа илим саһәсигә тонуштурулғандин кейин, бу йәрдики ява атларға “пирживалиский ява атлири” дәп нам қоюлған. Әпсуски, җуңғар ойманлиқидики ява атлар яшаш муһитиниң тарийиши вә қалаймиқан овлаш нәтиҗисидә 20 - әсирниң 60 - йиллириға кәлгәндә нәсли қуруп кәткән.
Игилинишичә, 1985 - йили хитай орманчилиқ министирлиқи әнгилийә вә германийәдин 24 туяқ “пирживалиский ява ети” ни сетивелип, алтайда нәсилләндүрүшкә башлиған. Нәсли қуруп, өз вәтинидин ғайип болған бу ява атлар аридин 30 йил өткән бүгүнки күндә әҗдатлири яшиған вәтини - җуңғар ойманлиқиға қайтқан.
Көзәткүчиләр, җуңғарийә ойманлиқидики ява атларниң бир әсиргә йәтмигән вақит ичидә нәслиниң қуруп кетиши һәмдә бүгүн ғайәт зор бәдәл арқилиқ уларниң нәслини қутулдуруш қурулушиниң елип берилиши кишиләргә уйғур елидики тәбиий муһитни қоғдашниң қанчилик зөрүрлүкини агаһландуриду, дәйду.