Әркинлик сарийи: “тайландтики уйғурлар узун йиллиқ тутқундин кейин, әмди чегра һалқиған бастурушқа дуч кәлди”
2025.02.13
Америкадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “әркинлик сарийи” 13-феврал тайландтики уйғурлар һәққидә қисқа доклат елан қилип, бу уйғурларниң узун йиллиқ тутқундин кейин, әмди чегра һалқиған бастурушқа дуч кәлгәнликини билдүргән.
Доклатта қәйт қилинишичә, хитай дуняда чегра һалқиған бастуруш билән шуғулланғучи алдинқи орундики дөләт болуп, 2024-йилдин 2024-йилғичә болған арилиқта йүз бәргән чегра һалқиған бастурушқа аит вәқәләрниң 22 пирсәнтини хитай қилғаникән. Доклатта, тайланд даирилириниң уйғур сиясий панаһланғучилирини мәҗбурий хитайға қайтурмаслиқи, б д т мусапирлар али мәһкимисиниң уйғур тутқунлар билән алақә қурушиға йол қоюши керәклики тәкитләнгән. Доклатта тәкитлинишичә, шуниң билән бир вақитта б д т мусапирлар али мәһкимисиму, хитайниң һәр хил бесимлириға баш әгмәй, өзиниң мусапирларни қоғдаш вәзиписини ада қилиши керәк икән.
Әркин сарийиниң доклати, тайланд даирилириниң 48 нәпәр уйғур мусапирини хитайға қайтурмақчи болуватқанлиқиға даир хәвәрләр муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бәзи ғәрблик тәтқиқатчилар, америка һөкүмити вә бир қисим ғәрб сиясийонлириниң диққитини қозғап, тайланд һөкүмитигә болған бесим күчәйгән бир пәйттә елан қилинған. Нөвәттә, тайланд даирилири уйғурларни хитайға қайтуруш пилани йоқлуқини қәйт қилсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу хәвпниң йәнила мәвҗут икәнлики, йеқинда хитайда зиярәттә болған тайланд баш министири шинаватраниң хитай һөкүмитигә тиз пүкүшидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрүп кәлмәктә.
Әркинлик сарийи доклатта мундақ дегән: “бу кишиләрниң хитайға қайтурулушиниң алдини елиш үчүн вақит бар. Тайланд даирилири бу кишиләр билән учришишқа чәклимә қоюш орниға, б д т мусапирлар али мәһкимисиниң узун мәзгиллик изтираплириға хатимә берилишкә һәқлиқ бу тутқунлар билән алақә қурушиға йол қоюши керәк.”
Доклатта қәйт қилинишичә, “баңкок бу кишиләрниң һәқлирини қоғдаш, уларниң узун мәзгиллик тутқунлуқиға хатимә бериш арқилиқ, бейҗиңниң тәсиридин хали һәрикәт қилидиғанлиқи һәққидә күчлүк сигнал берәләйдикән.”