40 Уйғурни хитайға қайтурған тайланд каттибашлири хитайға берип уларни зиярәт қилидикән
2025.03.05
27-Феврал хитайға қайтурулған 40 уйғурниң қараргаһини бекиткән тайланд каттибашлиридин үч киши 18-март күни хитайға берип, 40 уйғур мусапирниң әмәлий әһвалини зиярәт қилидикән.
Тайландниң “дуня” намлиқ таратқусиниң 5-феврал бәргән хәвиригә қариғанда, тайландниң дөләт мудапиә министири пумтам вичаячай, әдлийә министири полкол тависодсоң (PolCol Tawee Sodsong), ташқи ишлар министири марс саңиямпоңса (Maris Sangisapongsa) қатарлиқ үч киши 3-айниң 18 күни хитайға берип, уйғур елигә биваситә қайтурулған 40 уйғурни зиярәт қилидикән.
“тайланд дөлити” таратқусиниң 4-март чиқарған хәвиридә ейтилишичә, тайландниң муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири пумтам вичаячай шу күни ахбарат васитилиригә мәлумат берип, тайландики 40 уйғур мусапирни хитайға қайтурушни өзи билән бирликтә тайланд әдлийә министири, ташқи ишлар министириниң қарар қилғанлиқини билдүргән. У йәнә, хитай һөкүмити уларни қайтуруп кәткәндин кейин уларни қамап қоймаслиқ вә қийнимаслиққа вәдә бәргәндин кейин андин бу қарарни чиқарғанлиқини ейтқан. Униң билдүрүшичә, тайланд тәрәп б д т мусапирлар мәһкимиси билән алақилишип, бу уйғурларни елип кетип орунлаштурушни тәләп қилған болсиму, улардин ениқ җаваб кәлмигән. Түркийә тәрәп пәқәт аяллар билән балиларни қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Пумтам вичаяча йәнә өзлириниң 11 йил күткән болсиму, һечқандақ дөләтниң бу уйғурларни қобул қилишни халимиғанлиқини ейтқан. Һалбуки, “руйтерс агентлиқи” 5-март хәвәр берип, америка, канада, австралийә қатарлиқ дөләтләр 48 уйғурни қобул қилиш тәклипи сунған болсиму, тайландниң хитайдин әнсирәп, һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини ашкарилиди.