Тайланд парламент әзаси һөкүмәтни уйғурларни хитайға қайтурғанлиқи үчүн парламентта қаттиқ әйиблигән

Вашингтондин мухбиримиз гүлхумар тәйярлиди
2025.03.25

Тайланд адил партийәсиниң әзаси каннави субсуиң 24-март тайланд парламентида елип берилған муназиридә, тайланд һөкүмитиниң 40 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргәнликини вә аллибурун елип болған қарарни мәтбуат вә җамаәтләрдин йошурғанлиқини қаттиқ әйиблигән.

Тайланд дуня хәвәр ториниң 25-март елан қилған бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, каннави тайландниң бу қайтуруш қарариниң "дөләтни чоң тәңқислиқта қойғанлиқи, башқа дөләтләрниң мушу иштин пайдилинип тайландқа сода вә таможна беҗини өз ичигә алған һәрхил бесимларни ишлитидиғанлиқи” ни оттуриға қойған.

У баш министир петоңтарин һөкүмитиниң бу ишни бир тәрәп қилиш җәряниниң бир кино қилип ишлинишкә әрзийдиғанлиқини, баш министир, әдлийә, мудапиә вә ташқи ишлар министирлириниң баш рол елиши, һәмдә киноға “73 күнлүк ялғанчилиқ” дәп исим қоюш керәкликини дегән.

Каннави йәнә муавин ташқи ишлар министири пумтам вечаячайниң, уйғурларни қайтуруш қарари елинип болғанлиқини билип турупму, йәнә ахбарат вә тәшкилатларға тайланд һөкүмитиниң тәрәп тутмайдиғанлиқидәк ялған сөзләрни қилғанлиқини әйибләп, “сиз нурғун қетим тәрәп тутуп кәлгәнликиңизни биләмсиз? әмма бу қетим сиз хата тәрәпни таллидиңиз” дегән.

Хәвәрдә йезилишичә, бу йиғин җәрянида әдлийә министири тави содсоңму сөзләп, бу уйғурларниң тайландқа қанунсиз йоллар билән киргәнликини вә хитайға қайтишни өзлири тәләп қилғанлиқини, уларниң қолида һечқандақ панаһлиқ тәләп қилған пакити болмиғанлиқи үчүн, дөләтниң мәнпәәтини көздә тутуп уларни қайтурғанлиқини ейтқан.

Ахирида муавин баш министер пумтам вечаячай сөз қилип, каннавини дөләт башқурушта тәҗрибиси болмиғанлиқи үчүн дөләтниң бихәтәрлики вә мәнпәәти үчүн чиқирилған қарарларни чүшәнмәйдиғанлиқини, өзиниң мухбирларни башлап қайтурулған уйғурларни көрүп кәлгәнликини, уларниң интайин яхши яшаватқанлиқини дегән.

Тайландқа қечип чиққан уйғурлар бу дөләттә 10 нәччә йилдин бери тутқунда туруватқан болуп, тайланд улардин 109 нәпирини 2014-йили хитайға қайтуруп бәргән вә хәлқараниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди. Қалған 48 нәпәрдин 40 нәпири 27-феврал хитайға қайтурулған вә тайланд һөкүмити бу қайтурушни интайин мәхпий тутқан. Улар гәрчә бу уйғурларни қобул қилидиған 3-бир дөләт чиқмиди дәп кәлгән болсиму, америка, канада вә австралийә қатарлиқ дөләтләрниң нәччә йиллар бурунла бу уйғурларни қобул қилиш тәлипини сунғанлиқи ашкариланған иди. Америка тайландниң бу қайтуруш қарарини хәлқара қанунларға хилап дәп әйибләп, бу ишқа мунасивәтлик тайланд әмәлдарлири вә уларниң аилә тавабиатлириға виза ембаргоси қоюп, уларниң америкиға киришини чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.