Тайландта зәнҗирсиман партлаш вәқәси йүз бәргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.08.12
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Тайланд ахбаратиниң хәвәр қилишичә, түнүгүн тайландниң җәнубидики бир қисим җайларда арқа - арқидин партлаш вәқәси йүз бәргән. Қисқиғина бир нәччә саәт ичидә, хуа лин, пукәт, сурат вә тани қатарлиқ җайларда йүз бәргән партлашларда 4 киши өлгән вә көплигән киши яриланған.

Тунҗи партлаш пәйшәнбә күни чүштин кейин йүз бәргән болуп, пәйшәнбә кечидин вә җүмә әтигәнгичә давам қилған. Мәлум болушичә, өлгән вә яриланғанлар арисида чәтәлликләрму бар.

Тайланд сақчилири бу партлашларниң террорлуқ һуҗуми әмәсликини, хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси йоқлуқини вә буниң яман нийәттә елип берилған бузғунчилиқ һәрикити икәнликини илгири сүргән.

Сақчи тәрәпниң бир баянатчисиниң ейтишичә, бихәтәрлик тармақлири дәсләпки тәкшүрүшләрдә бу партлашларниң өз - ара мунасивити барлиқини байқимиған. Әмма,

Бир һәрбий әмәлдарниң мухбирларға билдүрүшичә, бу партлитиш һуҗумлирида вәқә садир қилиш усули охшаш болуп, бир қетимлиқ тәшкиллик һуҗум дәп қарашқа болидикән. Лекин һуҗум қозғаш мәқсити һазирчә ениқ әмәс икән.

Тайландта 2014 - йили 5 - айдики сиясий өзгириштин кейин һәрбий һакимийәт тәхткә чиққан. Өткән һәптә һәрбий һөкүмәт түзүп чиққан асасий қанун омумий хәлқниң аваз беришигә сунулған.

Бу һуҗумларниң йеңи асасий қанун билән алақиси бар - йоқлуқи тәкшүрүлмәктә.

2015 - Йили 17 - авғуст тайланд пайтәхти баңкокта партлаш һуҗуми йүз берип, 20 нәччә адәм өлгән. Бу вәқәдин кейн тайланд даирилири икки уйғурни һуҗум гумандари дәп қолға алған вә сотқа тартқан, лекин дело техи қайил қиларлиқ дәриҗидә хуласиләнмигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.