Уйғур елини зиярәт қилған тайланд әмәлдарлири хитайниң начар образини яхшилаш һәрикитигә янтаяқ болған
2025.03.20
“тайланд олуси” (The Nation Thailand) хәвәр ториниң 20-март хәвиригә асасланғанда, тайландниң муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири вачаячай билән әдлийә министири таве содсоң башчилиқидики тайланд һөкүмәт вәкилләр өмики бүгүн һейтгаһ җамисини зиярәт қилған. Җаминиң имами тайландтин хитайға мәҗбурий қайтурулған 40 нәпәр уйғурниң “аилисидикиләр билән хушал һалда җәм болғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уларға яхши көңүл бөлүватқанлиқи вә уларниң нормал турмуш кәчүрүшигә капаләтлик қилғанлиқи” ни тәкитлигән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати (HRW) 18-март күни баянат елан қилип, нөвәттә уйғур елини зиярәт қиливатқан тайланд вәкилләр өмикиниң хитай һөкүмити тәйярлап қойған нахша-уссул вә ялтирақ сәһнилиригә алданмаслиқи, шундақла хитайниң начар образини яхшилаш һәрикитигә янтаяқ болмаслиқи һәққидә агаһландурған иди. Улар йәнә тайланд вәкилләр өмикидин хитайниң уйғурларға қилған зиянкәшлики вә уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида ашкара ахбарат елан қилишни тәләп қилған иди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң муавин директори мая ваң, тайланд әмәлдарлириниң уйғур елидики зиярити һәққидә радийомизға қилған сөзидә тайланд һөкүмитиниң һелиһәм хитайға маслишип тәшвиқат оюни ойнаватқан болуши мумкинлики һәққидики әндишилирини оттуриға қойған иди.
Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни 40 нәпәр уйғурни хитайға мәхпий қайтуруп бериши ашкариланғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шундақла американи өз ичигә алған бир қисим демократик дөләтләрниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учриғаниди. Америка ташқи ишлар министири марко рубийо тайландниң бу һәрикитини “әң қаттиқ ибариләр билән әйибләйдиғанлиқини” җакарлаш билән биргә, уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушта мәсулийити бар тайланд әмәлдарлириға виза ембаргоси қоюлидиғанлиқини елан қилғаниди.