Канада һөкүмити тайландниң икки нәпәр панаһланғучини хитайға қайтуруп бәргәнликини тәнқид қилди
Канада һөкүмити тайландниң икки нәпәр панаһланғучини хитайға қайтуруп бәргәнликидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүрди.
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, канада ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси франчойис ласелла чаршәнбә күни елан қилған баянатида, б д т мусапирлар комитетиниң һимайиси астиға елинған вә йеқинда канадаға орунлаштурулуши пиланлиниватқан бу икки панаһланғучини хитайға қайтуруп бериш хәлқара қанунларға хилап, дегән. У сөзидә, хитай вә тайланд һәр икки дөләт һөкүмитиниң һәрикитини тәнқид қилған.
14-Ноябир күни, тайланд һөкүмити хитайдин қечип кәлгән җаң йефей вә дуң гуаңпиң исимлик икки нәпәр хитай пуқрасини хитайниң тәлипигә бинаән қайтуруп бәргән иди. Мәлум болушичә, бу иккийлән илгири өзлириниң демократийә һәрикәтлири түпәйлидин көп қетим қолға елинғанлиқини билдүргән икән.
Тайланд һөкүмити бу йил 7-айда шу йәрдә панаһлинип туруватқан 100 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруп берип кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриған иди.