Қәшқәрниң тоққузақ, қағилиқ наһийилири қаттиқ ямғур вә кәлкүн апитигә учриди

Мухбиримиз меһрибан
2016.09.06

Хитайниң җуңго хәвәрләр торида хәвәр қилинишичә, 5-сентәбир қәшқәр тоққузақ (конашәһәр), қағилиқ наһийилири туюқсиз яққан қара ямғур вә ямғурдин кейинки кәлкүн апитигә учриған.

Хәвәрдә, шу күни қағилиқ наһийисидә яққан қара ямғурниң һөл-йеғин миқдари 30 сантиметирдин ешип, йиғивелиш алдидики қонақлар вәйран болғанлиқи, су амбарлири вә ериқ-өстәңләрдин ташқан су йолларни бесип кетип қатнаш үзүлүп қалғанлиқи, 6-сентәбир сәйшәнбә күнидики дәсләпки статистикида қағилиқ вә тоққузақ наһийилиридин тәхминән 160 миң аһалиниң апәткә учриғанлиқи тилға елинған.

Қағилиқ наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур 5-сентәбир яққан ямғурни тәсвирләп, дүшәнбә күни яққан гүлдүрмамилиқ қара ямғурни, һөл йеғин көп дәп тәсвирлинидиған үрүмчидә 5 йил оқуған мәзгилдиму көрмигәнликини, қағилиқ базиридила биналиқ өйләрдин башқа өйләрниң һәммисидин дегүдәк ямғур өтүп, йолларни су бесип кәткәнликини, әтраптики йезиларда әһвалниң техиму еғир болуши мумкинликини билдүрди.

Бу йил 6-айниң оттурилири рамизан мәзгилидә уйғур елиниң или вадисидики тоққузтара, нилқа, күнәс, ғулҗа наһийилири, чөчәкниң толи, учтурпан қатарлиқ наһийиләрдә қаттиқ ямғур вә кәлкүн апити йүз берип етиздики буғдайларни су бесип кетиш, мал-чарвилар еқип кетиш, өй-қотанлар өрүлүш һәтта адәм өлүш әһваллири йүз бәргән. Апәттин кейин зияритимизни қобул қилған уйғурлар, апәт еғир болғини үчүн һөкүмәтниң бәргән ярдәмлириниң деһқанлар учриған зиянлириниң орнини толдурушқа йәтмигәнликини билдүргән болуп, бу қетим қонақ қатарлиқ зираәтләр техи йиғивелинмиған мәзгилдә қәшқәрдә яққан қаттиқ ямғурниң деһқанчилиқ вә бақмичилиқ билән турмушини қамдап келиватқан уйғур деһқанлириға йәнә бир қетимлиқ иқтисадий зиян вә бесим елип келидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.