Хитайниң “ғәрбниң газини шәриққә йөткәш” туруба йоли 4-линийәсиниң асаслиқ қурулуши пүткән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.06

Хитайниң 14-бәш йиллиқ пиланидики чоң енергийә қурулуш түрлириниң бири болған “ғәрбниң газини шәриққә йөткәш” туруба йоли 4-линийәсиниң уйғур районидики бөликиниң көп қисми асасән пүткән. Хитай таратқулириниң 6-сентәбир бәргән хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидики бөлики ‍улуғчат наһийәсидин башлинидиған мәзкур туруба йолиниң илгириләш әһвали 71.5 Пирсәнткә йәткән. “ғәрбниң газини шәриққә йөткәш” қурулушиниң бир парчиси болған 4-линийә газ туруба йоли хитайниң уйғур елини униң истратегийәлик енергийә базисиға айландуруш пиланиниң бир парчисидур.

Һалбуки, хитайниң уйғур елини өзиниң енергийә базисиға айландуруш пилани болса, униң 2016-йилдин кейин иҗра қилинишқа башланған вә америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп тәрипләнгән “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң муһим һалқилириниң бири һесаблиниду.

“ғәрбниң газни шәрққә йөткәш” туруба йоли қурулушиниң 1-линийәси 2000-йилларниң башлирида пүтүп ишқа киришкән. Әйни вақитта бу қурулуш муһит қоғдиғучилар вә уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ қаршилиқиға учриған иди. “шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, улуғчаттин башлинидиған туруба йоли 4-линийәси ниңшяниң җовей шәһиригә тутушидиған болуп, омуми узунлуқи 3340 километир келидикән. Хәвәрдә, униң уйғур елидики қисминиң омуми узунлуқиниң 583 километир келидиғанлиқи, нөвәттә униң 561 километирлиқ туруба йолини кәпшәрләш тамамланғанлиқи билдүрүлгән. “шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, туруба йолиниң 4-линийәсиниң турпан билән җоңвей арисидики 1745 километирлиқ қисми бөлики униң әң асаслиқ қисми икән. Хәвәрдә, тәбиий газ туруба йолиниң 4-линийәси пүтсә, бу “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” туруба йолиниң қалған линийәлири билән бирлишип, хитайниң енергийә истратегийәлик қанилини техиму мустәһкәмләйдиғанлиқи тәкитләнгән. Бәзи анализчилар, хитайниң бир йол бир бәлвағ қурулуши, уйғур елини униң енергийә базисиға айландуруш пилани қатарлиқ амиллар хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилишидики һалқилиқ сәвәбләр һесаблинидиғанлиқини қәйт қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.