Онсу наһийәсидики тәбиий газ записи хитайниң йеңи енергийә мәнбәси болуп қалмақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.10.17

Хитай һөкүмитиниң канийи болған шинхуа агентлиқиниң 16-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, тарим нефитликидики йеңидин байқалған бир тәбиий газ запас нуқтиси онсу наһийәсидә болуп, нөвәттә “боз тәбиий газ пишшиқлап ишләш завути” 15-өктәбирдин башлап рәсмий ишқа кириштүрүлгән. Шуниңдәк хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” қурулушиниң муһим мәнбәлиридин бири болуп қалған.

Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур қурулуш 2022-йили июлда башланған болуп, нөвәттә йилиға 10 милярд күп метир тәбиий газни хитай өлкилиригә йоллаш вәзиписини үстигә алған. Шундақла һәр күни хитай өлкилиридики күнлүки оттура һесаб билән бир йерим күп метир тәбиий газ ишлитидиған 20 нәччә милйон аилиниң күндилик газ еһтияҗини қамдашни ишқа ашурған. Әмма бу тәбиий газ байлиқиниң йәрлик хәлққә һечқанчә мәнпәәт елип кәлмәйдиғанлиқи, шундақла уларниң хизмәт еһтияҗиниму қандурмайдиғанлиқи һәққидә бир еғизму сөз қилинмиған.

Хитай һөкүмити елан қилған түрлүк учурлардин мәлум болушичә, уйғур дияридики нефит, тәбиий газ вә көмүр қатарлиқ йәр асти вә үсти байлиқлири нөвәттә “хитай санаәт саһәсиниң җан томури” дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Аммиви мәлуматларда көрситилишичә, нөвәттә америка аилилири ишлитиватқан тәбиий газниң һәр 30 күп метири тәхминән икки доллар әтрапида болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.