Хитай 2016-йилида тарим нефитликидин қезивелинған 19 милярд 300 милюн куп метир тәбиий газни хитай өлкилиригә тошуп кәткән

Мухбиримиз қутлан
2017.02.12


Хитай һөкүмити алдинқи һәптә тарим нефитликидин қезиливатқан нефит вә тәбиий газ записи һәққидә бир қисим истатескилиқ мәлуматларни елан қилған.

Шинхва агентлиқи тарқатқан бу һәқтики хәвәрдә хитайниң 2016-йилида тарим нефитликидин җәмий 23 милярд 562 милюн куп метир тәбиий газ қазғанлиқи, буниң 19 милярд 300 милюн куп метирини хитай өлкилиригә тошуп кәткәнлики билдүрүлгән.

Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити 2016-йили тарим нефитликидә “ухлап ятқан” 52 нефит қудуқини йеңидин ачқан болуп, униңдин өткән бир йилда җәмий 54 миң тонна нефит, 900 милюн куп метир тәбиий газ қаз қазған.

Хитай һөкүмәт таратқулири өткән йили хәвәр берип, тарим нефитликидин туруба арқилиқ шәрққә тошуп бериливатқан тәбиий газниң чаңҗяң дәрясиниң оттура вә төвән еқимидики 400 милюндин артуқ хитай аһалисиниң йеқилғу еһтияҗини қамдаватқанлиқини ашкарилиған иди.

Көзәткүчиләр, уйғур дияриниң нөвәттә хитайниң әң чоң енергийә базиси болуп қалғанлиқини, бу йәрдә қезиливатқан нефит вә тәбиий газниң мутләқ көп қисминиң туруба арқилиқ хитай өлкилиригә тошулуп кетиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.