Хитай тәклимаканни “алтун макан” ға айландурушқа һәрикәт қилмақта

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.14

Хитай даирилири тәклимаканни йешиллаштуруш пиланини ишқа ашурушни күчәйтмәктә.

Хитай мәтбуатлириниң 14-декабир күнидики хәвиригә қариғанда, “хитай пәнләр академийәси шинҗаң екологийә вә җуғрапийә тәтқиқат орни” чира қумлуқ тәтқиқат понкити тәклимакан чөллүкини йешиллаштуруш вә уни “алтун макан” ға айландуруш тәтқиқатида йеңи нәтиҗиләргә еришкән.

Хәвәрдә тәшвиқ қилинишичә, 40 йиллиқ тарихқа игә чира қумлуқ тәтқиқат понкити чөл өсүмлүки болған янтақни тәштәктә өстүрүп көпәйтип, униң қумлуқни тизгинләш вә иқтисадий үнүм яритиш ролидин пайдиланмақчи болған. Бу понкит 40 йил мабәйнидә қумлуқни тизгинләш системиси бәрпа қилип, қумлуқни 6 километирдин 8 километирғичә чекиндүрүп, чира наһийә базириға келидиған қумлишиш тәһдитигә тақабил турған. Улар йәнә қумлуқ гирвәклиридә зираәт, кевәз вә майлиқ пурчақ териған; 10 миң молуқ синақ етизидин көпләп буғдай вә пахта мәһсулати алған. Уларниң билдүрүшичә, улар әтраптики деһқанлардин терилғу йәр талашмайдикән. Чүнки, кәң кәткән чөлни бостан қилишниң қумлуқни тизгинләш һәм иқтисадий байлиқ яритиштәк қош әвзәллики болидикән.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң 70 йилдин уйғур земиниға елип кәлгән екологийәлик бузғунчилиқи һәммигә айдиң пакит болуп, тәтқиқатчи дәррен байлерниң қаришичә, мустәмликичи һөкүмәтниң мәқсити бәрпа қилиш әмәс, бәлки бузуш; тәқдим қилиш әмәс, бәлки елиш. Йәни байлиқ булаш. Мустәмликичиләр һәр даим өзи бесивалған земиндин байлиқ издәйду вә өзини күчләндүриду. Мустәмликә қилинғучилар, йәни йәрлик аһалиләр болса буниң һечқандақ пайдисини көрәлмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.