Йеңи тәшвиқат филими-“тәклимакандики нағра садаси” үрүмчидә тунҗи мәйдан қоюлди

Мухбиримиз үмидвар
2017.04.23

Тәңритағ кино студийиси ишлигән “тәклимакандики нағра садаси”намлиқ һекайә филим өткән һәптә бейҗиңда қоюлуп, тәшвиқ қилинғандин кейин, 22-април күни уйғур аптоном райониниң бир қисим юқири дәриҗилик рәһбәрлирини өз ичигә алған 700 әтрапида кишиниң қатнишиши билән тунҗи қетим үрүмчидә қоюлуш мурасими өткүзүлгән.

Тәңритағ ториниң хәвиридә илгири сүрүлүшичә, филимдә 2010-йили хитай мәркизи һөкүмити мәхсус “шинҗаң хизмәт йиғини”ечип, уйғур райониға қарита бир йүрүш иҗтимаий-иқтисади сиясәтләрни йүргүзгәнидин буянқи 6 йил ичидики “зор тәрәққиятлар” тәсвирләнгән.

Филимдә айгул исимлик бир йеза қизиниң йезиға әвәтилгән хизмәт әтритиниң қоллиши вә ярдими билән өз арзусини әмәлгә ашурғанлиқи, хәлқниң” милләтләр иттипақлиқи, иҗтимаий муқимлиқи”ни қоғдашқа болған интилиши вә башқа тәрәпләр гәвдиләндүрүлгән.

Мәзкур филим һәққидики баһалар вә тәшвиқат хәвәрлиригә диққәт қилип келиватқан, америка уйғурлири бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәнди бу филимниң типик сиясий тәшвиқат материяли икәнликини көрситип: “бу филимниң қаттиқ сәнәт өлчими, көрәрмәнләрниң бәдиий қизиқиши вә зоқлиниш еһтияҗидин чиқиш қилинмастин, бәлки сиясий тәшвиқат қорали сүпитидә пайдилиниш еһтияҗи үчүн мәхсус ишләнгәнлики ениқ, шуңа бу филимниң буниңдин кейин даириләр тәрипидин тәшвиқ қилинип, хәлққә теңип көрситилиши тәбиий әһвал” деди.

Мәлумки, “тәңритағ кино студийиси” өткән әсирниң 1980-йиллиридин башлап, бир қисим һекайә филимләрни ишлигән болуп, “рәнаниң тойи”, “артист болмайдиған қиз”, “йетим қизниң муһәббити”, “сирлиқ карван” қатарлиқ филимләр көрәрмәнләрниң мәлум дәриҗидә алқишиға еришкән иди. Буларниң ичидә “йетим қизниң муһәббити” уйғур вә қазақларниң 1944-1949-йиллардики милли инқилаби темисиға аит болуп, хитай һөкүмити тунҗи қетим бу филимдә милли армийәниң қазақ вә уйғур җәңчилириниң ай юлтузлуқ байриқи, һәрбий какарлири, уруш вә һәрбий һаятини көрсәткән иди. Илшат һәсән әпәнди даириләрниң буниңдин кейин мундақ филимни қайта ишлиши мумкин әмәсликини, униң әксичә, “тәклимакандики нағра садаси” ға охшаш сияси тәшвиқат филимлиригә көпләп мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.