Хитай даирилири уйғур аптоном районида тәптиш хадимлирини тәқибләшкә башлиған

Мухбиримиз әркин
2021.10.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай даирилири уйғур аптоном районида тәптиш хадимлириға қарита назарәт елип беришкә башлиған. Мәлум болушичә, даириләр мәхсус комитет қуруп, тәптиш хадимлириниң хизмәт ипадисини назарәт қилидикән. Хитай даирилири 2017-йили башланған уйғур елидики чоң тутқунда тәптиш органлиридин тутқунларға қануний тәртипләрни қайрип қоюп җаза беришни тәләп қилған. Бу әһвал қисмән болсиму бәзи тәптиш әмәлдарлирини биарам қилған. ““шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, даириләр 28-өктәбир күни үрүмчидә 19 кишидин тәшкил тапқан “аптоном районлуқ тәптишләр интизам комитети” намлиқ бир комитет қурған.

Хәвәрдә, бу комитетниң әзалириниң 3 йиллиқ муддәт билән вәзипә өтәйдиғанлиқи билдүрүлгән. Мәлум болушичә, бу комитетниң вәзиписи “тәптиш әмәлдарлириниң тәптишлик мәсулийитигә хилаплиқ қилған-қилмиғанлиқи, қәстән хилаплиқ қилған-қилмиғанлиқи, еғир хаталиқ садир қилғанму, адәттики хаталиқ садир қилғанму яки тәптишлик мәсулийитигә хилаплиқ қилмиғанму?” дегәнләрни бекитишни өз ичигә алидикән. Хәвәрдә, бу комитетниң қурулуш мәқситиниң тәптиш әмәлдарлири тәптиш мәһкимилириниң башқичә пикир-илтимаслирини көздин кәчүрүп уни қарар қилғанда уларниң әдлийә һәрикитини қелиплаштурушқа пикир бериш” икәнлики билдүрүлгән.

“шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, бу комитетниң тәсис қилиниши “әдлийә җавабкарлиқи түзүми ислаһатини техиму чоңқурлаштуруп, әдлийә системиси ислаһатини илгири сүрүшниң муһим тәдбири” икән. Хитай һөкүмити чоң тутқунда әдлийә сепидики нурғун уйғур кадирлирини “мәркәзниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәсигә қарши чиқти яки әстайидил ‍иқрар қилмиди” дегән сәвәб билән җазалиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.