Американиң токлуқ аптомобил ширкити тесла үрүмчидә тунҗи аптомобил сетиш мәркизи ачқан

Мухбиримиз әркин
2022.01.03

Америкиниң даңлиқ токлуқ аптомобил ширкити тесла үрүмчидә өзиниң тунҗи аптомобил сетиш мәркизини ачқан. Тесланиң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири германийә аптомобил ширкити волкесвагенға униң ‍үрүмчидики аптомобил завутини тақаш тоғрисида қаттиқ бесим ишлитиватқан бир вақитта, ‍үрүмчидә аптомобил сетиш мәркизи ечиши диққәт қозғиған.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, тесланиң бу һәрикити кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, болупму америка президенти “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға имза қоюп, уйғур елидә ишләпчиқирилған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклигән бир вақитта техиму үмидсизләндүридикән.

“хитай токлуқ аптомобил хәвәрлири почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, тесланиң уйғур елидики мәзкур аптомобил сетиш мәркизи үрүмчиниң “мидоң аптомобил шәһәрчиси” дә ечилған болуп, 1620 квадрат метирлиқ бир даирини игилигәникән. Хәвәрдә, һазир тесланиң үрүмчидә икки, пүтүн уйғур елидә җәмий йәттә дәриҗидин ташқири ток қачилаш понкити барлиқи, бу понкитларда 36 дәриҗидин ташқири ток қачилиғуч барлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, тесланиң ‍үрүмчидики сетиш мәркизи сетиш, мал йәткүзүш мулазимити вә кейинки херидарлар мулазимити билән шуғуллинидикән.

Тесланиң хәлқарада хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблинип, уни җавабкарлиққа тартиш чуқанлири күчийиватқан бир вақитта бу сетиш мәркизини ечишиға қандақ амилларниң түрткә болғанлиқи мәлум әмәс. Германийә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ашкарилишичә, өз вақтида влкесвагенниң үрүмчидә завут ечиш нийити болмиған болсиму, бирақ хитай һөкүмити униң үрүмчидә завут ечишини қаттиқ тәләп қилип, буни униң хитайдики содисиға шәрт қилип қошқаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.