“тесла” батарейәси хитайдики мәҗбурий әмгәк мәсилисини қайта көтүрүп чиқмақта

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.09.20

“вашингтон почтиси гезити” 18-сентәбир күни мақалә елан қилип, тесла (Tesla) ширкитиниң өзини махтишиға рәддийә бәргән вә токлуқ аптомобилға ишлитилидиған литий батарейәлириниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәсилисидин өзини елип қачалмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Мақалидә мундақ дейилгән: “тесла ширкити ‛токлуқ аптомобилларниң дуняға келиши бир мөҗизә болупла қалмай, бәлки әхлақий мөҗизә‚ дәп өзини мәдһийәлиди һәмдә йиллиқ доклатида ‛буниңдин кейин тесла ширкитигә мал тәминлигүчиләрниң һәр қандақ шәкилдики мәҗбурий әмгәк вә адәм әткәсчилики мәсилисигә четилип қелишиға йол қоймаймиз‚ дәп вәдә бәрди. Әмма тесла хитайға кәлгәндә җим турувалди; тесла аптомобилини ишләпчиқарғанда униңға шинҗаң районидин келидиған материялларниң ишлитилгәнлики, у районда мәҗбурий әмгәкниң еғирлиқи һәққидики пакитлар ениқ турсиму, бу һәқтә һечнемә демиди” .

Дунядики тесла қатарлиқ токлуқ аптомобилларни маңдуридиған муһим енергийә мәнбәси ийонлуқ литий батарейәси болуп, уйғур райони униң муһим хам әшя мәнбәси вә ишләпчиқириш мәркизигә айланған. Шу сәвәбтин, хитай лагерлирида тутуп турулуватқан уйғурлар бу батарейәни ишләпчиқириш әмгикигә селинған дәп қарилип келиватқаниди.

“вашингтон почтиси гезити” ниң ениқлишичә, америка чәклимә қойған “шинҗаң маллири” ни ишләпчиқиридиған хитай ширкәтлири тесланиң әң көп мал тәминлигүчилири икән. Буниң ичидә хитай һөкүмитигә маслишип, уйғур районидин “әмгәк күчи йөткәш” , “ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш” намида уйғур райониниң йеза-қишлақлиридин көпләп адәм йөткигән хитай ширкәтлириму бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.