Ш у а р парткоминиң йеңи тәйинләнгән даимий һәйәтлири хитайниң “шинҗаңни башқуруш истиратегийәси” қәтий ‍иҗра қилишқа қәсәм бәргән

Мухбиримиз әркин
2021.10.27

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң йеңи тәйинләнгән даимий һәйәтлири 26-өктәбир қәсәм берип, ши җинпиңниң “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истиратегийәси” ни қәтий ‍иҗра қилишқа вәдә бәргән. Чен чүәнго риясәтчилик қилған қәсәм бериш мурасими 26-өктәбир шинҗаң һәрбий райони мәлум қисминиң тарих музейи вә 8-армийә иш башқармисини зиярәт қилғанда өткүзүлгән. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 25-өктәбир ахирлашқан 10-нөвәтлик қурултийи аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәтлирини тәртипкә селип, чен чүәнго башчилиқидики 15 кишилик даимий һәйәтни бекитилгән.

Лекин 15 кишилик һәйәтниң пәқәт 4 нәпирини уйғур тәшкил қилған. Бу қетимлиқ қурултай америка, канада, әнглийә вә явропа тәрипидин хитайниң уйғур елидики бәзи әмәлдарлириға вә 2 һөкүмәт аппаратиға җаза қоюп, ‍униң җавабкарлиқни сүрүштүрүватқан бир вақитта чақирилған иди.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, мурасимда һәйәтләр “изчил тәврәнмәй чиң туруп, партийәни омумйүзлүк вә қаттиқ башқурушни чоңқур илгири сүрүп, партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш омумий истратегийәсини йолға қоюшқа, болупму иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминлик нишанини әмәлгә ашурушқа күчлүк капаләт беримиз” дәп қәсәм ичкән.

Буниң алдида аптоном районлуқ парткомниң йеңи даимий комитети ‍өзиниң 1-қетимлиқ йиғини чақирған болуп, йиғинда чен чүәнго 8 түрлүк хизмәт нишанини оттуриға қойған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу 8 түрлүк хизмәт нишани районда “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни техиму чоңқурлаштуруп, бир қолда бөлгүнчиликкә йәнә бир қолда партийәниң истил қурулуши вә черикликкә қарши турушни өз ичигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.