Явропа парламенти тәйвәнгә вәкилләр өмики әвәтип, тәйвәнниң ялғуз әмәсликини тәкитлигән

Мухбиримиз ирадә
2021.11.04

Явропа парламентиниң тунҗи рәсмий вәкилләр өмики тәйвәндә зиярәттә болуп, тәйвәнниң ялғуз әмәсликини тәкитлигән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, явропа парламентиниң 13 нәпәр әзасидин тәркиб тапқан бир һәйәт тәйвәндә 3 күнлүк рәсмий зиярәттә болған. Улар зияритиниң иккинчи күни, йәни 4-ноябир пәйшәнбә күни тәйвән президенти сәй йиңвен билән көрүшкән.

Явропа парламентиниң тәйвәнгә барған мәхсус вәкилләр өмикигә явропа парламентниң франсуз әзаси рафаил глуксман башламчилиқ қилған болуп, у тәйвән президенти сәй йиңвен билән өткүзүлгән учришишта мундақ дегән: “бизниң бу йәргә келишимиздики сәвәб интайин аддий вә наһайити очуқ: у болсиму силәр ялғуз әмәс, явропа силәр билән биллә.”

У йәнә мундақ дегән: “зияритимизни интайин муһим биринчи қәдәм дәп қараш керәк. Әмма кейинки қәдәмдә биз техиму күчлүк явропа иттипақи-тәйвән шериклик мунасивити орнитиш үчүн юқири қатламлиқ учришиш вә юқири қатламлиқ конкрет қәдәмләрни өз ичигә алған конкрет көрсәтмә түзүп чиқишимиз лазим.”

Тәйвән президенти сәй йиңвен болса уларни қарши елип, явропа иттипақи-тәйвән икки тәрәпниң һәрсаһәдики һәмкарлиқини чоңқурлаштуруши лазимлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити йеқиндин буян тәйвәнгә тәһдит селиш характерлиқ һәрбий һәрикәтлирини зор дәриҗидә күчәйтиватқан иди. Шундақ бир мәзгилдә явропа парламенти рәсмий вәкилләр өмикиниң тәйвәнни зиярәт қилиши күчлүк диққәт қозғайдикән. Тәйвәнниң явропа иттипақида ватикандин башқа һечқандақ дөләт билән депломатик мунасивити йоқ.

Хитай ташқий ишлар министерлиқиниң баянатчиси ваң венбин болса мәзкур зиярәтни қаттиқ әйиблигән. У 3-ноябир күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида: “биз явропа иттипақиниң хаталиқини түзитип, тәйвән бөлгүнчи күчлиригә хата сигнал бәрмәсликини тәләп қилимиз. Ундақ болмиғанда, бу хитай-явропа иттипақи мунасивитигә зиян йәткүзиду,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.