Тәйвәнниң муавин пирезиденти ләй чиңде: “тәйвән әзәлдин игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.08.17

Тәйвәнниң муавин пирезиденти, демократик тәрәққият партийәсиниң келәр қетимлиқ пирезидент намзати ләй чиңде (William Lai), тәйвәнниң әзәлдин игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт икәнлики, бу әһвалда өзиниң  рәсмий мустәқиллиқ пилани үстидә қоғлашмайдиғанлиқини билдүргән. Ләй чиңдениң көрситишичә, у хитай билән “диялог” өткүзүшкә очуқ болсиму, лекин тәйвән бейҗиңниң “тәйвәнни қошувелиш нийити” вә қорал ишләтмәсликни рәт қилиши сәвәбидин бихәтәрлик тәһдитигә дуч кәлмәктикән. Ләй чиңде бу сөзләрни “блумберг сода һәптилики” ниң зияритини қобул қилғанда ейтқан.

Ләй чиңде бу һәптиниң башлири өткүзүлгән латин америкасидики парагвай пирезидентиниң вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қатнишиш сәпиридә өткән һәптиниң ахирлири американиң ню-йорк шәһиридә тохтап өткән. Униң америкада тохтап өтүши хитайниң қаттиқ ғәзипини қозғиған. Хитай һөкүмити ләй чиңдени худди уйғур, тибәт паалийәтчилирини әйибләп кәлгинидәк “бөлгүнчи”, “аваричилик териғучи” дәп әйибләп кәлмәктә.

 “блумберг сода һәптилики” ниң қәйт қилишичә, ләй чиңде “тәйвән әзәлдин хитай җумһурийити, дегән намдики игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт” дегән. Униң ейтишичә, “пирезидент сәй йиңвен тәйвән җәмийитиниң бирликини сақлаш үчүн уларниң дөлитини хитай җумһурийити (тәйвән) дегән намда атап кәлмәктә” икән. У өзиниңму “кәлгүсидә шундақ қилишни давамлаштуридиғанлиқи” вә шундақла “дөләтниң исмини өзгәртиш пилани йоқлуқи” ниму ейтқан. У йәнә “мустәқиллиқ җакарлашниң һаҗити йоқ”, “хитай җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити бир-биригә тәәллуқ әмәс” дәп көрсәткән.

Униң ейтишичә, тәйвән дуч келиватқан тәһдит  йәр шари характерлик әндишә пәйда қилған болуп, хәлқара җәмийәт хитайниң һәрикитигә инкас қайтуруши керәк икән. Ләй чиңде тәйвән демократик тәрәққият партийәсиниң келәр қетимлиқ пирезидент намзати болуп, у келәр қетимлиқ пирезидентлиқ сайлимида тәйбей шәһириниң башлиқи, гоминдаң (милләтчи) партийәсиниң намзати хо йовйи билән пирезидентлиқни талишиду. Мәлум болушичә, нөвәттә ләй чиңде хәлқ райини синашта рәқибиниң алдида кетип бармақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.