Тәйвән президенти панамани зиярәт қилди

Мухбиримиз үмидвар
2016.06.27


Тәйвәндики җуңхуа минго һөкүмитиниң президенти сәй йиңвен вәзипә тапшурувалғандин кейинки өзиниң тунҗи чәтәл сәпири сүпитидә тәйвән билән дипломатийилик мунасивәткә игә панама дөлитигә қаратқан зияритини башлиди. Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 25 - июн күни панамаға йетип кәлгән президент сәй йиңвен панама қанилини кеңәйтип қуруш қурулушиниң башлиниш мурасимиға қатнашқан. Сәй йиңвен 26 - числа қанални кеңәйтиш қурулушиниң башлиниш мурасимиға қатнашқандин сирт йәнә панама рәһбәрлири билән учришис өткүзидикән вә арқидин тәйвән билән дипломатийилик алақиси бар йәнә бир латин америка дөлити парагвайни зиярәт қилидикән.

Сәй йиңвен панамаға йетип келиш һарписида панамадики хитайниң сода иш беҗириш оргини панамада турушлуқ хитай муһаҗирлар җәмийитини икки қетм йиғип,бир җуңго сиясити һәққидә ипадә билдүрүшни тәләп қилған. Бир қисим тәйвәнлик муһаҗирлар сәй йиңвенни күтүвелиш паалийәтлири өткүзгән.

Әмма, тәйвән президенти сәй йиңвен панама зияритини башлаш һарписида хитай һөкүмитиниң тәйвән ишлири ишханисиниң баянатчиси баянат елан қилип, 5 - айниң 20 - күнидин кейин тәйвән билән чоң қуруқлуқ арисидики алақә орнитиш механизими өз ишини тохтатқанлиқи, буниң сәвәбиниң тәйвәнниң техичә,“бир җуңго принсипини ортақ қилға сиясий асасқа> болған өз мәйданини техи қарарлаштурмиғанлиқи вә башқиларни көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.