Тәйвән парламентида уйғур алақә гурупписи қурулған
2024.06.28
Тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи 27-июн тәйвән қанун чиқириш палатасида рәсмий қурулғанлиқини җакарлиған. Мәлум болушичә, бу һазирға қәдәр чәт әл парламентлирида һәр хил намларда қурулған сәккизинчи “уйғур достлуқ гурупписи” икән. Тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи тәйвән парламентиниң һакимийәт бешидики демократийә вә илгириләш партийәсидин болған парламент әзаси шен бояңниң башчилиқида қурулған.
Мәлум болушичә, “тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” ниң вәзиписи уйғур кишилик һоқуқини қоллайдиған һәр қайси дөләт мәҗлислири билән һәмкарлишип, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң тәйвәнгә киришини чәкләш қатарлиқ мәсилиләрни илгири сүрүш, шундақла “мәзлумларниң кишилик һоқуқиға көңүл бөлүш” ни тәйвән парламентиниң ташқи ишлар күнтәртипидики әң муһим мәсилә қатариға киргүзүш болидикән.
Тәйвән парламентида уйғур алақә гурупписиниң қурулуши, хитайниң тәйвәнгә һәрбий тәһдит селиши күчәйткән, шундақла аталмиш “әшәддий тәйвән бөлгүнчилири” гә өлүм җазаси бериш билән тәһдит селиватқан бир вақитқа тоғра кәлгән. Радийомиз хитай бөлүминиң хәвәр қилишичә, “тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” ниң 27-июн күнидики қурулуш мурасимида йиғин әһли “тәйвәнгә кишилик, уйғурларға әркинлик” дәп шоар товлиған. “тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” ниң рәиси шен бояң “тәйвән бейҗиңниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиши, униң тибәт вә хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарап турмаслиқи керәк. Әгәр тәйвән бүгүн орнидин турмиса, униң буниңдин кейин орнидин туруш пурсити болмайду” дегән.
Шен бояңниң тәкитлишичә, у тәйвән парламентиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аваз чиқирипла қалмай, бәлки кишилик һоқуқниң тәйвән парламентиниң ташқи сиясәт күнтәртипигә киргүзүлүшини үмид қилидикән. Шен бояң мундақ дегән: “пүтүн дунядики демократик дөләтләр күчини бирләштүргәндила, андин истибдатлиқниң таҗавузиға тақабил туралаймиз”.
Мәлум болушичә, “тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” ниң қурулуш мурасимиға тәйвән парламентиниң рәиси хән гойүгә вакаләтән парламентниң муавин баш катипи җаң йүроң қатнашқан. Мурасимға йәнә дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, японийә уйғур җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар вәкиллириниң иштирак қилғанлиқи қәйт қилинмақта.