Сабиқ тйәнҗин мувәққәт шәһәр башлиқи җазаланди

Мухбиримиз үмидвар
2017.01.22


Хитайниң мәркәзгә биваситә қарашлиқ шәһәрлиридин бири тйәнҗин шәһириниң сабиқ мувәққәт партийә секретари вә мувәққәт шәһәр башлиқи хуаң шинго җазаланған.

Б б с агентлиқиниң хитай алий тәптиш мәһкимисиниң елани асасида бәргән хәвиридә көрситилишичә, хуаң шинго хитай алий тәптиш мәһкимиси тәрипидин парихорлуқ җинайити билән дело турғузулуп, қаттиқ чарә көрүлгән.

Алий тәптиш мәһкимиси униң “еғир дәриҗидә сиясий интизам вә сиясий қаидигә хилаплиқ қилғанлиқи”ни көрсәткән,

Мәлум болушичә, хуаң шинго 2014-йили, 12-айда тйәнҗин шәһәр парткомниң мувәққәт партийә секретарлиқ вә мувәққәт шәһәр башлиқлиқ вәзиписини зиммисигә елип, 8 айдин кейин, тйәнҗиндә партлаш йүз берип, 165 адәм өлгән вә көп санда адәм яриланған иди. Хуаң шинго өткән йили 9-айда тәкшүрүшкә елинған вә бу йил, 4-январ күни, хизмити вә партийидин һәйдәлгән.

Алий тәптиш мәһкимисиниң әйибләш еланида униң йәнә турмушта чирикләшкәнлики, пара алғанлиқи, совға қобул қилғанлиқи қатарлиқ партийә интизамиға хилап қилмишлири көрситилгән.

Хуаң шинго хитай компартийиси мәркизи комитетиниң әзаси иди.

Хәвәрдә дейилишичә,әмма хуаң шингониң тйәнҗиндики чоң партлаш вәқәсидә мәсулийити бар йоқлуқи тилға елинмиған. Вәһаләнки, тйәнҗин шәһәрлик юқири сот мәһкимиси өткән йили 11-айда 49 адәмни тйәнҗин деңиз саһилидики партлаш вәқәсидә мәсулийити барлиқи сәвәбидин сотлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.