Тибәт қозғилиңиниң 59 йиллиқи хатириләнди
2018.03.11
Тибәтләр 1959-йилидики тибәт хәлқиниң хитай компартийә һакимийитигә қарши қозғилиңиниң 59 йиллиқини хатириләп, бир қисим дөләтләрдә намайиш вә йиғилиш паалийәтлирини өткүзгән. Радийомиз хитай бөлүминиң хәвәр қилишичә, шәнбә күни 200 дин артуқ тибәтлик вә тәйвәнлик тәйвән пайтәхти тәйбейда йиғилиш паалийити өткүзүп, 1959-йили хитай армийисиниң тибәтләргә елип барған қораллиқ бастуруши вә бейҗиң һөкүмитиниң давамлаштуруватқан тибәтләрниң кишилик һоқуқи, дини етиқад әркилики вә башқиларға қаратқан бастуруш сияситини әйиблигән, тибәт паалийәтчилири 1959-йили, 3-айниң 10-күни лхасадики нәччә миң тибәтлик хитай компартийисиниң тибәтни бесивалғанлиқиға наразилиқ билдүргәнлики үчүн қанлиқ бастурушқа учриғанлиқини әйиблигән. Тәйбейдики тибәтлик намайишчилар өз баянлирида хитай компартийисиниң тибәтләрнила әмәс, бәлки уйғурларниму тәқибләватқанлиқини әслитишкән. Тәйбейдики намайишни һакимийәттики демократик илғарлиқ партийәси даирилири қоллаш позитсийисини билдүргән.
Буниңдин башқа йәнә өткән җүмә күни һиндистан пайтәхти деһлидики хитай баш әлчиханиси алдида бир қисим тибәтликләр наразилиқ намайиши өткүзгән. Бирақ бу намайиш һиндистан сақчилири тәрипидин тосқунлуққа учриған, тибәтлик намайишчилар “тибәт әркинлики яшисун!”, “хитай компартийиси тибәттики бастурушни тохтат” дегәндәк шоарларни товлиған.
Непал һөкүмитиму тибәтликләрниң һәр хил шәкилдики намайиш паалийәтлирини өткүзүшни чәклигән.
Әнә шу 1959-йили, тибәтләрниң қозғилиңи бастурулғанда далай лама һиндистанға қечип кетип, у йәрдә сүргүндики тибәт һөкүмитини қурған иди.