Тибәттики тарихий ибадәтханиға от кәткән

Мухбиримиз үмидвар
2018.02.18

Шәнбә күни кәчтә тибәт пайтәхти лихасаға җайлашқан тибәтләр үчүн муқәддәс тарихий ибадәтханилардин бири җокаң ибадәтханисиға от кетиш вәқәси йүз бәргән. Җокаң ибадәтханисиға от кетиш вәқәси тездин хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартқан болсиму, әмма хитай һөкүмәт мәтбуатлири пәқәт қисқила учур тарқитиш биләнла чәкләнгән. Хитай һөкүмәт мәтбуати “тибәт йеңи учурлири” мәзкур ибадәтханиға 17-феврал күни кәч саәт 6 тин 40 минут өткәндә от кәткән болсиму, бирақ отниң тездин өчүрүлгәнлики, адәм өлүш вә ярилиниш көрүлмигәнлики һәм һечқандақ тарихий асарә-әтиқиниңму зиянға учримиғанлиқини қисқила хәвәр қилған.

Әнглийә б б с агентлиқиниң йезишичә, 1300 йиллиқ тарихқа игә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәдәнийәт вә пән маарип оргини тәрипидин “дуня мәдәнийәт мираслири тизимлики” гә киргүзүлгән мәзкур ибадәтхана лихаса шәһәр мәркизигә җайлашқан болуп, униңға от кетиш кишиләрниң диққитини җәлп қилған. Вәһаләнки, хитай тәрәп тор бәтләрдики мәзкур от апитигә аит учурларни қаттиқ контрол қилған болуп, учурлар торлардин өчүрүлгән. 

Радийомиз тибәт бөлүминиң игилишичә, мәзкур от вәқәсигә аит учурлар қамал қилинғанлиқи үчүн көплигән әһваллар ениқсиз қалмақта. Йәни, ибадәтхана ичидики тарихий мәдәнийәт буюмлири, ибадәтханиниң зиянға учраш әһвалиға аит тәпсилатларни билиш мумкин болмиған. 

Бу ибадәтханиға от кетиш вәқәси хитайларниң чаған байриминиң башлинишиға шуниңдәк 15-феврал күни америка дөләт мәҗлисиниң үч нәпәр әзаси бу йил 10-март күнини “тибәт һоқуқ күни” қилип бекитиш қарар лайиһисини оттуриға қойғандин кейинки вақитқа тоғра кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.