Америка вә австралийәдә тик-токни чәкләш қийин болуп қалған
2023.07.12
Америка вә австралийәдә тик-токниң иҗтимаий таратқуларға сиңип кириш вә шәхсий учурларни оғрилаш қилмиши парламент вә һөкүмәт орунлири тәрипидин җиддий қариливатқан мәсилә болсиму, әмма уни чәкләш қийинға тохтиған.
“америка авази” ториниң 7-айниң 11-күни елан қилған хәвиригә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси кеңәш патаси вә авам палатаси бу йил 3-айда “тик-токни чәкләш қанун лайиһәси” түзгәндин кейин, тик-ток буниңға пүтүн күчи билән тосқунлуқ қилған. Америка кеңәш палатаси истихбарат комитетиниң рәиси марк варнер(Mark Warner) ниң ашкарилишичә, тик-ток ширкити 100 милйон доллар хәҗләп кәң көләмдә тәшвиқат вә лобичилиқ паалийәтлири тәшкилләп, бу қанунниң рояпқа чиқиши вә мақуллинишини кәйнигә сүрүвәткән.
Мәлум болушичә, баш шитаби хитайға җайлашқан тик-ток ширкитиниң америкада 150 милйон абонти болуп, улар 2022-йилдиму 5 милйон 400 миң доллар хәҗләп, чәклиниш хәвпидин қутулуп қалған.
Австралийә “ABC хәвәрлири тори” ниң 7-айниң 11-күни бәргән хәвиридә көрситилишичә, австралийә парламенти кеңәш палатаси чәт әл иҗтимаий алақә васитилириниң хәтирини тизгинләш комитети рәиси җәймес патерсон (James Paterson) тик-тңк һәққидә ечилған испат аңлаш йиғинида “тик-токниң баш ширкити ByteDance(дойин) хитайдиму әмәсму?” дәп соал қойғанда, тик-токниң австралийәдики директори елла водс җойс (Ella Woods Joyce) тик-токниң баш шитабиниң нәдиликини билмәйдиғанлиқини ейтқан. Җәймес патерсон бу җавабтин нарази болуп: “сизни контрол қиливатқан баш ширкитиңизниң немә иш қилидиғанлиқини растинла дәп берәлмәмсиз? сиз у ширкәтниң әһвалини билмәймән десиңиз, соаллиримизға сәмимийлик билән җаваб берәлмәйсиз, мениму қаймуқтуруп қойисиз” дәп қаттиқ тәгкән.
Тик-токта ишләйдиған хитай хизмәтчилири австралийәдики тик-ток абонтлириниң санлиқ мәлуматиға еришәләмду-йоқ дегән мәсилә соралғанда, тик-токниң америкадики санлиқ мәлумат бихәтәрлики бөлүмидин вил фаррел (Will Farrel) буниңға җаваб берип: “бу һәқтә ениқ санлиқ мәлумат йоқ” дегән.
Нөвәттә, тик-токниң америка вә австралийәдики орни вә тәсири йәнила күчлүк икән. Америка рәқәмлик учур техникисини тәрәққий қилдуруш тәтқиқат орниниң башлиқи җойл тайер (Joel Thayer) ниң билдүрүшичә, тик-ток һазирму америкада дәвр сүрүватқан вә пул тепиватқан базарлиқ әп детали болуп, тик-ток ширкитиниң тәшвиқат вә лобичилиқ һәрикити бәлгилик нәтиҗә қазанған.