“тик-ток” ниң явропадики “хитай тәшвиқати” диққәт қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.07.28

“тик-ток” ниң елан амбиридин явропа дөләтлиригә төкмә қиливетилгән еланлар ичидә уйғур дияридики “инақ җәмийәт вә бәхтияр һаят” қа даир мәзмунларниң зор салмақни игиләватқанлиқи йеқиндин буян һәр саһәниң диққитини қозғашқа башлиди. “форбес” ториниң 26-июлдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур диярини мәдһийәләш мәзмунидики бу еланлар нөвәттә явропадики нәччә милйон тик-ток қолланғучилириниң һесабатлирида көрүнүшкә башлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң иҗабий образини тикләшни көзлигән бу еланлар явропа дөләтлиридики тик-ток ойниғучиларниң һесабатлирида көзгә челиқидиған болуп, бу еланлар америка, канада яки австралийә қатарлиқ җайлардики тик-ток қолланғучилириниң һесабатида берилгән кона мәзмунларни өз ичигә алмайдикән. Шулар қатарида хитай ахбарат васитилиридин бириниң тик-ток һесабатида берилгән 124 парчә еланниң 92 си уйғур дияри һәққидики мәзмунлар болған. Бу еланлардин 2023-йили март ейида йолланған биригә “шинҗаң дегән аҗайип яхши макан” дәп мавзу қоюлған һәмдә бир уйғур әрниң уссул ойнаватқан қисқа видийосини қистуруп қойған. Йәнә биридә болса хитай мухбирниң гума наһийәсидики бир башланғуч мәктәпни зиярәт қилиши һәққидики тәпсилатлар берилип, уйғур дияридики маарип мәдһийәләнгән.

Қизиқарлиқ йери, явропани нишан қилған бу тик-ток еланлири арисида уйғур дияриға барған “чәт әллик саяһәтчиләр” ниң уйғур диярида көргәнлири һәққидики мәзмунларму зор салмақни игилигән. Шундақла уларниң ағзидин “ғәрб ахбаратлирида ейтиливатқан шинҗаң һәққидики сәлбий баянлар пүтүнләй асассиз. Биз бу җайда һечқандақ қирғинчилиқни көрмидуқ” дегән.

Һалбуки, тик-токниң елан қисмидики “көп сорилидиған соаллар” бөлүкидә “биз һечқачан сиясий мәвқә яки сайлам нәтиҗисигә бағлинишлиқ еланларға орун бәрмәймиз” дейилгән. Тик-токниң хитай һөкүмити контроллуқида болуши, шуниңдәк изчил дуняниң һәрқайси җайлиридики қолланғучиларниң хусусий учурлирини хитай һөкүмити билән һәмбәһирләйдиғанлиқи сәвәблик америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлири изчил тик-токни мәний қилишни тәкитләп кәлгән иди. Әмдиликтә уларниң буниңдин һалқип хитай һөкүмити үчүн “тәшвиқат қорали” болуши буниңдики бир йеңи йүзлиниш болуп қалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.