“тик-ток” ниң уйғурларни нишан қиливатқанлиқи ашкара болмақта
2023.05.02
Баш ширкити хитайдики “байти данс” (ByteDance) ширкити башқуруп келиватқан “тик-ток” вә униң хитайдики вариянти “дойин” (Douyin)ниң бир қисим “назук аталғулар тизимлики” бойичә иш көрүватқанлиқи, буниңда уйғурларға аит сөз-ибариләрниң муһим нишан болуватқанлиқи ашкара болушқа башлиған.
“форбес” ториниң 1-майдики обзор мақалисидә ейтилишичә, “байти данс” ширкитиниң баш ширкити түзүп чиққан “мәний қилинған сөзләр” тизимликидә “уйғур қирғинчилиқи”, “уйғурларниң хитайлар билән тойлишиши”, “америка президенти доналд трамп”, “дойиндики шинҗаң видийолири”, “хоңкоң вә тәйвәнниң мустәқиллиқи” дегәндәк сөзләр орун алған.
“тик-ток” ширкитиниң баянатчиси җами фавазза (Jamie Favazza) бу һәқтә тохтилип: “форбес ширкити тәкитлигән бу әһваллар толуқ болмиған, шуниңдәк аллиқачан вақти өтүп кәткән учурлар болуши мумкин” дегән. Әмма у немә үчүн бу сөзләрниң “тик-ток” тин орун алғанлиқи һәққидики соалға қарита: “мән бу сөзләр һәққидә қарисиға тәсәввур қилсам болмайду” дәп турувалған. Бу саһә билән яхши тонушлуқи болған мутәхәссисләр “форбес” ториға сөз қилип, “дойинда мәвҗут болған чәклимиләрниң тик-токта бикар қилинидиғанлиқиға һечкимму һөддә қилалмайду” дегән.
“форбес” тори “уйғур қирғинчилиқиниң бир муһим мәзмуни” дәп қариливатқан уйғур қиз-чоканлириниң мәҗбурий йосунда хитайлар билән тойлишиши һәққидики учурларни издәп баққанда, дойин бу һәқтики той видийолирини көрситип бәргән. Тик-ток болса бу хил тойлишишниң бәхтиярлиқ кәйпиятида тәбриклиниши һәққидики тәшвиқат видийолирини чиқирип бәргән. Тик-ток ширкитиниң мушу хилдики хитай компартийәсиниң тәшвиқат қорали болуш һәмдә шәхсләрниң хусусий учурлирини хитай һөкүмитигә тәминләп бериштәк қилмишлири түпәйлидин америка һөкүмити изчил бу әпни мәни қилишни тәкитләп келиватқанлиқи мәлум.