“тик-ток” ниң сабиқ әмәлдари хитайниң җасуслуқ қилмишлирини паш қилди
2023.05.16
“ню-йорк вақти” гезитиниң 12-майдики хәвиридә ейтилишичә, “байти данс” (ByteDance) гуруһиниң америка тәвәсидики баш тармақ ширкитиниң сабиқ иҗраийә әмәлдари йү йинтав йеқинда сан франсиско шәһәрлик сотта хитай һөкүмитиниң “байти данс” арқилиқ дуня миқясида җасуслуқ қилғанлиқини паш қилған. “байти данс” гуруһи болса америка тәвәсидә кәң омумлашқан “тик-ток” ниң ана ширкити һесаблиниду.
Хәвәрдә ейтилишичә, йү йинтав өзи ишләватқан ширкәтниң хитай компартийәсиниң җасуслуқ қорали болуп қалғанлиқини тәнқидлигән һәмдә буниң қанунсиз қилмиш икәнликини тәкитлигәндин кейин иштин бошитилған. Шуниң билән у сан франсиско шәһәрлик сотқа әрз сунуп, “байти данс” ширкитиниң әқлий мүлүк оғрилиқи вә хусусий учурларни оғрилаш қилмишлирини паш қилған. Мәлум болушичә, йү йинтав 2017-йилидин 2018-йилиғичә “байти данс” ширкитиниң америка тармақ ширкитиниң баш инженери болуп ишлигән. Униң сотта билдүрүшичә, “байти данс” гуруһиниң бейҗиңда “комитет” намлиқ мәхсус ишханиси болуп, униң әзалири пүтүнләй хитай компартийәсиниң әзалиридин тәшкил тапқан. Уларниң вәзиписи “байти данс” ширкитиниң әплирини назарәт қилиш, “коммунистик қиммәт қаришиниң мушу әпләрдә омумлишишини назарәт қилиш” қатарлиқ мәзмунларни тәшкил қилған. У сотта бу һәқтә гуваһлиқ берип “мәзкур ‛комитет‚ әзалири ‛байти данс‚ гуруһиниң барлиқ санданлириға, җүмлидин америка тәвәликидики санданларниң учурлириға халиған вақитта еришиш һоқуқиға игә” дегән. Шуниңдәк “байти данс” гуруһиниң хитай компартийәсиниң буйруқи бойичә халиған мәзмунларни шахлитиш яки өчүрүветиш билән мәшғул болғанлиқини тилға алған.
2023-Йили мартта “тик-ток” ниң иҗраийә әмәлдари җу шовзи (Shou Zi Chew) америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ бәргәндә “һечқандақ һөкүмәт оргини бизниң санданлиримизға кирәлмәйду” дегән. Шуниңдәк уйғурларниң қирғинчилиққа учриши һәққидики соал қайта-қайта соралғандиму гәп йорғилитип җаваб бериштин баш тартқан иди. Сан франсиско шәһиридики сотта болса уларниң ялғанчилиқи йәнә бир қетим паш болған.