Хитайниң “тик-ток” арқилиқ уйғурларға қарши “тәшвиқат уруши” қиливатқанлиқи паш болди

Мухбиримиз әзиз
2022.12.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

“австралийә пул-муамилә ишлириға баһа” жорнилида 6-декабир елан қилинған макс мейсон (Max Mason) имзасидики обзорда ейтилишичә, 2021-йили хитай һөкүмити уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини инкар қилғучилар һәмдә мушу мәзмундики материялларни торларда елан қилғучиларға 620 миң америка доллири пул төлигән.

Обзорда ейтилишичә, хитайниң “бирликсәп бөлүми” гә алақидар болған бир ширкәт 2021-йили июлда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң “тик-ток” мунбиридики бир тәшвиқат паалийити үчүнла 64 миң америка доллирилиқ бир тохтамни имзалашқа мувәппәқ болған. Бу мәбләғниң бәдилигә мәзкур ширкәт хитай компартийәсиниң “парлақ шинҗаң сиясити” үчүн қисқа филимләрни вә баянларни ишләп торларда тарқатқан. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мушу хилдики “шинҗаң дегән аҗайип макан”, “шинҗаңға саяһәткә барайли” дегәндәк темилардики тәшвиқат филимлирини ишлигәнләргә юқуриси үч милйон сом (тәхминән 428 миң америка доллири), төвинигә 800 миң сом (тәхминән 114 миң америка доллири) пул төлигән. Йәнә келип бу һәқтики сәккиз парчә тохтам һелиғичә хитайчә тор бәтлиридә ашкарf елан қилинған икән.

Обзорда ейтилишичә, бу хилдики “тәшвиқат уруши” ға қисқа филимләрни ишләп тәйярлиғанларниң көп қисми хитайниң “бирликсәп бөлүми” гә четишлиқ кишиләр болуп чиққан. Бу филимләрдики хитайчә яндашма текистләрни енглизчиға тәрҗимә қилишқа қатнашқан тәрҗиманлардин доктур йоң вәйлиң (Wai-Ling Yeung) бу һәқтә сөз қилип: “тохтам материяллиридин қариғанда, бу ишларға ялғуз хитай һөкүмитила әмәс, йәнә бирликсәп бөлүми вә сақчи системисиму актип иштирак қилған. Бу һал ши җинпиң дәвридә мислисиз юқури пәллигә чиққан” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.