Америка кеңәш палата әзаси җәймс риш: “тикток америкалиқларниң саламәтлики, мәхпийәтлики вә бихәтәрлики үчүн әң чоң тәһдитләрниң бири”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.08.03

Америка кеңәш палата әзаси җәймс риш (James Risch) йеқинда америка федератсийә сода комитетиниң рәиси лина ханға хәт йезип, бу органниң америкалиқ яш-өсмүрләрни хитай иҗтимаий таратқу суписи тиктоктин қоғдашта қандақ тәдбирләрни алғанлиқиға чүшәнчә беришини тәләп қилған. Җәймс ришниң хетидә тәкитлинишичә, хитай тиктокни америка яш-өсмүрлиригә қарита “меңә ююш машиниси” орнида қолланмақтикән. У хетидә, тиктокниң америкалиқларниң саламәтлики, мәхпийәтлики вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзүватқан әң чоң тәһдитләрниң бири” икәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, нөвәттә тиктокниң америкада 150 милйондин артуқ абунти бар икән. Тиктокниң америка яш-өсмүрлиригә елип келиватқан хәвпигә қарита америка дөләт мәҗлиси әзалиридики әндишә барғанчә күчәйтмәктә. Тиктокниң иҗраийә директори җав шавзе бу йил 3-айда америка дөләт мәҗлисиниң авам палатасида гуваһлиқ бәргәндә палата әзалириниң шиддәтлик соал-сорақлириға дуч кәлгән болсиму, әмма у хитай һөкүмити билән болған мунасивити, шундақла тикток абунтлириниң санлиқ мәлуматини қоғдашқа даир нурғун соалларға бәкму мүҗмәл җавабларни бәргәниди.

Кеңәш палата әзаси җәймс риш федерайсийә сода комитети рәиси лина ханға язған хетидә, тиктокниң америкалиқ балиларға болған тәсирини “кишини әндишигә салидиған мукәммәл боран-чапқун” дәп тәсвирлигән. У “хитайниң контроллуқидики тикток америкалиқларниң саламәтлики, мәхпийәтлики вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзидиған әң чоң тәһдитләрниң бири болмақта. Бизниң пәрзәнтлиримиз вә нәврилиримизниң өзигә зиян селиш, йемәк-ичмәк қалаймиқанчилиқи вә зиянлиқ җинсий өзгәртишкә тәшвиқ қилиш мәзмунидики видийоларни көрүш арқилиқ хитай компартийәсиниң контроллуқиға чүшүп қелиш хәвпи техиму асанлашмақта” дәп көрсәткән. Җәймс ришниң хетидин мәлум болушичә, у америка федератсийә сода комитети рәисидин униң хетигә 30-өктәбирдин бурун җаваб беришини, уларниң балиларни хитай компартийәсиниң тәшвиқатидин қоғдаш үчүн қандақ тәдбирләрни алғанлиқиға чүшәнчә беришини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.