Қумул тәвәсидин наһайити чоң көләмлик титан магнит байлиқ записи байқалған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.11

Хитай даирилири уйғур елиниң йешил енергийә кан байлиқлирини кәң көләмлик ечишқа киришкән бир пәйттә, уйғур елиниң қумул вилайитидин наһайити чоң көләмлик ванадий титан магнит кан записи байқалған. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 10-сентәбир бәргән хәвиридә қәйт қилинишичә, уйғур аптоном районлуқ геологийә идариси қумулниң евирғол райони вейя кан районидин тепилған бу ванадий титан магнит кани байлиқ записини 358 милйон тонна, мунасивәтлик минерал титан байлиқиниң 21 милйон 500 миң тонна, шундақла мунасивәтлик фосфор байлиқиниң 5 милйон 550 миң тонниға йетиши мумкинликини пәрәз қилмақтикән.

Бу кан байлиқи записи хитай 2017-йилдин бери уйғур елиниң қиммәтлик йешил енергийә кан байлиқлирини қезиш вә пишшиқлап ишләшни күчәйтип, нурғун ширкәтләрни бу районға көчүрүп чиққан, шуниң билән бир вақитта америка башлиқ ғәрб дөләтлири хитайни токлуқ аптомобил, күнтахта қатарлиқ йешил енергийә мәһсулатлирини өз ичигә алған ешинча ишләпчиқиришта, дуня иқтисадиға бузғунчилиқ қилишни тохтитиш һәққидә агаһландуруватқан бир вақитта тепилған.

Шинхуа агентлиқиниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ геологийә идарисиниң қумул тармақ әтритидики хадимлар, йеңи тепилған бу кан байлиқ записиниң төмүр рудиси, титан рудиси каниниң көлими чоң типлиқ канларға икәнлики, фосфат рудилириниң оттура типлиқ кан записиға киридиғанлиқини ейтқан. Ванадий-титан магнити көп хил метал елементлириниң бирикмә рудиси болуп, асаслиқи төмүр, ванадий вә титан болған симбийотик магнитлиқ төмүр рудисидин тәркиб тапқанлиқи көрситилмәктә. Уйғур аптоном районлуқ тәбиий байлиқлар назаритиниң шинхуа агентлиқиға билдүрүшичә, бейҗиң һөкүмитиниң алдинқи йилларда уйғур елини хитайниң сәккиз чоң ишләпчиқириш базиси қилип қуруп чиқиш, җүмлидин нуқтилиқ истратегийәлик енергийә базисиға айландуруш пиланини оттуриға қоюшидин кейин, хитай 2023-йили кан байлиқи тепишта бөсүш характерлик йеңи истратегийә һәрикити арқилиқ уйғур елиниң төмүр, алтун, бериллий, антитела, калий, литий вә башқа истратегийәлик қезилма байлиқлирини ечиши зор дәриҗидә көпәйгән. Хитайниң 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмлик бастурушиму, униң уйғур елини истратегийәлик енергийә базиси қилиш пилани билән мунасивәтлик, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.