Бу йилниң дәсләпки 3 пәслидә уйғур елидин хитайға йолланған ток миқтари 22 пирсәнттин артуқ ашқан

Мухбиримиз әркин
2021.10.04

Хитайниң ичкий ‍өлкилири кәң көләмлик еликтир токи кризизисигә дуч кәлгән бир вақитта, уйғур елидин хитай өлкилиригә йолланған ток миқтари шиддәт билән артқан.

“шинҗаң гезити” ниң ашкарилишичә, бу йилниң дәсләпки 3 пәслидә уйғур елидин хитай ‍өлкилиригә йолланған ток миқтари 93 милярт 500 милйон киловат саәткә йетип, өткән йилниң ‍охшаш мәзгилидикидин 22. 4 Пирсәнт артқан. Мәлум болушичә, бу пүтүн хитай миқясидики бир милярт 400 милйон кишиниң турмушини бир айлиқ ток билән тәминләшкә йетидикән.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, уйғур елидики еликтир истансилириниң мутләқ көп қисми көмүргә тайинидиған болуп, хитай дуняға зәһәрлик карбун газини контрол қилиш тоғрисида вәдә бәргән болсиму, бирақ өткән йили уйғур елидики көмүр еликтир истансисилириниң көлими давамлиқ кеңәйгән. Бу әһвал йеқинда б д т да сөз қилип, дуняға зәһәрлик карбон газини контрол қилидиғанлиқини елан қилған хитай рәһбири ши җинпиңниң вәдисигә суал пәйда қилған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ши җинпиңниң алди билән дөләт ичидики көмүр еликтир истансисилирини чәклишини тәләп қилған.

Шинҗаң еликтир сода чәклик ширкити хадимлириниң “шинҗаң гезити” гә ашкарилишичә, 93 милярт 500 милйон киловат саәт ток ишләпчиқириш үчүн 28 милйон 500 миң тонна ‍өлчәмлик көмүр көйдүрүлидикән. Буниң қанчилик зәһәрлик карбонни һаваға қоюп беридиғанлиқи мәлум әмәс. Мәлум болушичә, 4-өктәбир елан қилинған уйғур елиниң шу күнидики һава сүпити көрсәткүчидә хотән, қәшқәр, қизилсу қатарлиқ 3 районниң һава сүпити хәтәрлик, ғулҗаниң һава сүпити интайин сағлам әмәс, дәп көрситилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.