Уйғур районида ишләпчиқирилған ток хитайниң муһим ток ениргийә мәнбәсигә айланған
2022.12.14
Хитай таратқулириниң 14-дикабир күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, уйғур районидики тәбиий байлиқлардин пайдилинип ишләпчиқирилған ток һазир ичкири хитайниң сирттин келидиған асаслиқ ток ениргийә мәнбәсигә айланған. 2010-Йил 11-айдин башлап 2022-йил 12-айғичә ичкири хитайға йәткүзүлгән ток 600 милярд киловаттин ешип кәткән болуп, бу ток миқдари 1 милярд 400 милйон аһалини 188 күн тәминләшкә йетидикән.
Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур районида шамал ениргийәси, қуяш ениргийәси, су ениргийәси наһайити мол болуп, хитайниң дөләт карханилири бу байлиқлардин кәң көләмдә пайдилинип ток ишләпчиқирипла қалмай, от еликтер истанслириға көмүр ишлитип, ичкири хитайға ток йәткүзгән. Уйғур райони қуяш ениргийәси арқилиқ ток ишләпчиқиришта хитай бойичә биринчи, шамал ениргийәси арқилиқ ток ишләпчиқиришта иккинчи орунда туридикән.
Мунасивәтлик учурларға қариғанда, хитай һөкүмити “ғәрбниң газини шәрққә йәткүзүш” биләнла қалмай, “ғәрбниң токини шәрққә йәткүзүш” арқилиқ ичкири хитайдики өлкиләрниң ениргийә қийинчилиқини һәл қилип кәлгән. 2010-Йилдин башланған “ғәрбниң токини шәрққә йәткүзүш” қурулуши үзлүксиз кеңийип, ток билән тәминләш миқдари 12 йил ичидә 8 һәссә көпәйгән. “шинҗаң токи” билән тәминләнгән ичкири хитай өлкилири көмүр қалап ток ишләпчиқириштин қутулған болуп, муһит булғиниши зор дәриҗидә азайған. Әмма уйғур районида көмүр қалайдиған от еликтир истансилири йәнила мәшғулатини давам қилмақтикән.
Америкадики маями университетиниң профессори станлей тупс бу мәсилә тоғрулуқ радийомизниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң уйғур районида көмүр еликтер истансислирини көпләп қуруш арқилиқ ичкири хитайниң ток еһтияҗини қамдаватқанлиқини, әмма уйғур районини булғаватқан карбон газиниң бәрибир ичкири хитайғиму зиянлиқ тәсир йәткүзидиғанлиқини ейтқаниди.