Әқлий ток қазанларниң хусусий учурларни хитайға йоллаватқанлиқи ашкариланди
2024.12.18
“асман хәвәрлири” ториниң 18-декабирдики хәвиригә қариғанда, әнглийәдики “учур комитети ишханиси” (ICO) йеқинда херидарларни юқири пән-техника мәһсулатлириниң бири болған әқлий ток қазан (air fryers) ишләткәндә алаһидә һошяр болушни, чүнки бу хил қазанларниң хусусий учурларни удул хитайдики ширкәт санданлириға йоллап беридиғанлиқини елан қилған.
Тәтқиқат гурупписиниң тәҗрибилиридә хитайда ишләнгән “шявми” (Xiaomi), “тенсент” (Tencent) вә “әйгостар” (Aigostar) маркилиқ әқлий ток қазанларниң һечқандақ сәвәбсизла өз алдиға өй игисиниң телефонини авазға елишқа урунуватқанлиқи, хатириләнгән авазларниң удул хитайдики мулазиметирға кетиватқанлиқи байқалған. Әмма Hisense вә Samsung қатарлиқ телевизорлар болса шәхсийәт мәсилиси түпәйлидин өй игисиниң телефониға уланған һаман алди билән шу кишиниң рухситини елип, андин иш башлайдикән.
Тәтқиқат гурупписи бу хилдики өй игисиниң телефонини хатиригә елиш, телефонниң орнини мәлум қилиш, телефонда сақланған учурларни үчинчи тәрәпкә йоллап бериш қатарлиқ иқтидарни “толиму хәтәрлик қилмиш” дәп хуласә чиқарған. Тәтқиқат гурупписиниң хадимлиридин стефан алмонд (Stephen Almond) бу һәқтә тохтилип “буниңда херидарлар икки қетим һәқ төлигән болиду: биринчи қетим мәһсулатни сетивелишқа пул төләйду; иккинчи қетимда болса өзлириниң хусусий учурлирини һәқ орнида төлигән болиду” дегән. Шуниңдәк бу хилдики әқлий мәһсулатларниң өз игиси тоғрисида бәкму нурғун учурларни билидиғанлиқи, җүмлидин игисиниң кимләр билән учрашқанлиқи, қандақ музикини яхши көридиғанлиқи, қандақ дориларни йәватқанлиқи қатарлиқларни ашу мәһсулатларни ишләпчиқарғучиларға йоллап беридиғанлиқини әскәрткән.
Мәлум болушичә, милад байрими һарписида әнглийә базирида аз дегәндиму 15 милярд фонд стерлиқ қиммитидики әқлий ашхана үскүнилири сетилидиған болуп, нөвәттә бу мәсилә зор ғулғула қозғимақта.